Уйғур ели хитайдики әң чоң йеңи енергийә базисиға айланмақта
2024.08.06
Хитай һөкүмити уйғур елиниң тәбиий байлиқидин пайдилинип, уни әң чоң нефит, көмүр, тәбиий газ вә ток ишләпчиқириш базисиға айландурған болуп, буниңлиқ билән қалмай районда йеңи енергийә ул әслиһәлирини көпләп қурған. Буниң билән уйғур ели йеңи енергийә ишләпчиқириш саһәсидиму хитай бойичә биринчи орунға өткән.
Хитайниң “шинҗаң гезити” 6-авғуст тарқатқан хәвәрдин қариғанда, алдинқи йерим йилда уйғур елидә йеңидин көпәйгән йеңи енергийә әслиһәлириниң көлими 103 пирсәнт ешип, уйғур ели хитай бойичә әң чоң “қайта һасил болидиған енергийә” базисиға айланған.
Хәвәрдә ейтилишичә, алдинқи йерим йилда уйғур елидә шамал күчи билән ток чиқириш қурулушиға селинған мәбләғ 37 пирсәнткә йеқин ашқан болса, йоруқлуқ волт ток ишләпчиқириш түригә селинған мәбләғ 36.5 Пирсәнт ашқан. Буниң билән, уйғур елидә йеңидин көпәйгән йеңи енергийә әслиһәлириниң ток чиқириш миқдари алдинқи охшаш мәзгилдикидин 103 пирсәнт ашқан; уйғур елиниң йеңидин көпәйгән йеңи енергийә ишләпчиқириш әслиһәлири көлими хитайдики оттуричә нисбәттинму 10 пирсәнт ешип кәткән.
Бу һәқтә системилиқ издәнгән алимлардин дру гладней (Dru C. Gladney), майкил кларк (Michael Clarke) қатарлиқларниң пикричә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики мустәмликичиликиниң әң түп алаһидилики бу районға хитай нопусини көчүрүш һәмдә район тәвәсидики байлиқни талан-тараҗ қилиш болған. Гәрчә хитай һөкүмити бу райондики байлиқларни толуқ ечиш пиланини түзгән болсиму, иқтисад вә техника чәклимиси түпәйлидин ишқа ашуралмиған, бүгүнки күндә болса сирттин елип киргән техника вә иқтисадий күчидин пайдилинип, кона вә йеңи енергийә байлиқлирини ғайәт зор көләмдә елишни тезләткән.