Хитай һөкүмити әнгилийә билән йеқиндин һәмкарлишиш койиға киргән
2025.02.14
2-Айниң 13-күни, әнгилийә ташқи ишлар министири давид ламми (David Lammy) әнглийәгә зиярәткә барған хитай ташқи ишлар министири ваң йини күтүвалған. 2-Айниң 8-күни лондон шәһәр мәркизидә, хитайниң чоң көләмлик әлчихана селишиға қарши 4000 кишилик намайиш өткүзүлгәндин кейин, ваң йиниң лондонға келиши диққәт қозғимақта.
“руйтерс агентлиқи” ниң 13-феврал хәвәр қилишичә, бу, ваң йиниң 10 йилдин буян әнглийәни рәсмий зиярәт қилиши һесаблинидикән. Ваң йи әнглийәгә келиштин илгири, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, хитайниң әнгилийә билән мунасивитини техиму күчәйтип, сода вә мәбләғ селиш җәһәттә һәмкарлиқини илгири сүрүшни халайдиғанлиқини җакарлиған.
Хәвәрдә дейилишичә, әнгилийәдики әмгәкчиләр партийәси 2024-йил 7-айда һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин хитай билән мунасивитини яхшилашни әң муһим дипломатийәсиниң бири қилған; униңдин илгири, консерватиплар партийәси һакимийәттә турған мәзгилдә, әнгилийә-хитай мунасивити йеқинқи дәврдики әң начар нуқтиға кәлгәникән.
Давид ламминиң руйтерс агентлиқиға билдүрүшичә, у ваң йи билән хәлқара хәвпсизлик, украина уруши вә оттура шәрқ мәсилиси һәққидә сөһбәтләшкән. У йәнә кишилик һоқуқ мәсилиси, әнгилийә парламент әзалириға қоюлған җаза чәклимиси, хоңкоң демократлириниң қамаққа елиниши дегәндәк мәсилиләрдә хитайға давамлиқ гәп қилидиғанлиқини билдүргән.