Әнглийәлик тәтқиқатчи хитайниң уйғур” ирқий қриғинчлиқи “ға болған әндишиниң күчийиватқанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2020.11.20

Әнглийәлик тәтқиқатчи җоан финлей симис ханим” ирқий қирғинчилиқ тәтқиқат журнили “да мақалә елан қилип, дунядики тәтқиқатчи, паалийәтчи сиясийон вә адвокатларда хитайниң уйғурларға” ирқий қирғинчилиқ “йүргүзүватқанлиқ әндишиси күчийиватқанлиқи вә бу әндишиниң сәвәблирини чүшәндүргән.

Униң тәкитлишичә, уйғур вәзийитиниң” ирқий қирғинчилиқ “дегән сөз билән ипадилинишигә әгишип, дуняниңму уйғур вәзийитигә болған диққитини күчәйгән.

Доктор җоан финлей смис ханим өзиниң” тәтқиқатчилар, паалийәтчиләр шинҗаңдики уйғур ирқий қирғинчилиқидин барғансери әндишә қилмақта “мақзулуқ мақалисидә, бу кризисниң арқа көрүнүшини тонуштурған. Тәтқиқатчилар, паалийәтчиләр, кишилик һоқуқ актиплири, адвокатлар вә сиясийонларниң немә үчүн” ирқий қирғинчилиқ “дегән сөзни барғансери көп ишлитип, хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартишниң қануний вә дипломатик йоллирини издәватқанлиқиға чүшәнчә бәргән.

У, хитай уйғурларға” ирқий қирғинчилиқ “йүргүзүватиду, дегән бу қарашниң күчийишигә хитайниң бу райондики сиясити, лагерлар, хитайниң уйғур аяллирини туғмас қилиши, уйғур нопусиниң җиддий азийиши, уйғур пәрзәнтлириниң аилисидин мәһрум қелинишидәк пакитларниң оттуриға чиқиши түрткә болғанлиқини билдүргән. Җоан финлей симис ханимниң тәкитлишичә, уйғур елидә ирқий қирғинчилиқ йүз бәргән-бәрмигәнлик мәсилисигә тәсир көрсәткән ядролуқ амил байлиқи мол бу районниң сиясий талаш-тартиштики орни икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.