Тоқсу наһийәсидә “көсән дәвридики әнши қовуқ мәһкимиси” қайта ясалған
2021.07.28
Хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, ақсу вилайити тоқсу наһийәсидә таң дәвригә аит әнши қовуқ мәһкимиси мәдәнийәт бағчиси ясалған. Әнши қовуқ мәһкимисиниң башқурушидики ләшкәргаһ-тоққузбаши шәһирини әслигә кәлтүрүш қурулуши 2018-йил 9-айда башлинип, 2019-йил 8-айда аяғлашқан.
Хитайниң тарихчилириниң мәлуматлириға қариғанда, таң дәвридики әнши қовуқ мәһкимиси тәңритағниң җәнуби вә шималини башқуридиған мәмурий вә һәрбий орган болуп, миладийә 640-йилдин 790-йилғичә 150 йил мәвҗут болуп турған. Лекин чәтәл тарихчилири, җүмлидин уйғур тарихчиси турғун алмас қатарлиқлар хитай тарихчилириниң бу хил қарашлириға қошулмайду вә таң сулалисиниң мундақ узун мәзгиллик мәмурий башқуруш аппаратиниң мәвҗут болмиғанлиқини, буниң пәқәт таң қошунлириниң һәрбий газармисидин башқа нәрсә әмәсликини көрситиду.
Әнши қовуқ мәһкимиси мәдәнийәт бағчиси тоққузбаши қәдимий шәһирини зиярәт қилиш орни, тағ, су, равақ, көзитиш мунари, тәқлидий ясалған қәдимий кочини зиярәт қилиш орни қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Қурулушлар тамамән қәдимий хитай услуби бойичә селинған болуп, шәһәр сепли, хәндәк, таш көврүк, дәрваза, ат йоли, пиядиләр йоли қатарлиқлар ичкиридики хитай қәдимий шәһәр музейлирини әкс әттүридикән.
Тарихчиларниң билдүрүшичә, таң сулалиси уйғур диярини таҗавуз қилип бесивелип, бир муддәт қисқа һөкүмранлиқ қилған тәқдирдиму, бу диярниң хитайниң әзәлдин бир қисми икәнликини билдүрмәйду. Миладийә 840-йилидин кейин уйғурлар бу йәрдә йәнә өз дөлитини қурған һәм таң сулалисиниң байриқини чөрүвәткән, әнши қовуқ мәһкимисиму әмәлдин қалған. Бүгүнки күндә, хитай һөкүмити қәдимий көсән дөлитиниң бир мәзгил таң дәвриниң һөкүмранлиқиға чүшүп қалғинини көтүрүп чиқиш, мәдәнийәт нами астида мустәмликичилик идийисини тарқитиш, уйғур диярини әзәлдин хитайниң бир қисми қилип көрситиш үчүн бу аталмиш “тарихий мәдәнийәт бағчиси” ни қуруп чиққан.