Форд ширкитиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ хитай ширкити билән болған һәмкарлиқи тәкшүрүшкә дуч кәлди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.07.24

Америкиниң форд аптомобил ширкитиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә зич бағлинишлиқ бир хитай батарейә ширкити билән болған һәмкарлиқ мунасивити, америка дөләт мәҗлисиниң җумһуийәтчи палата әзалириниң диққитини қозғап, уларниң тәкшүрүшигә дуч кәлгән. “ню-йорк вақти” вә вашингтондики “төпилик” гезитлириниң хәвәр қилишичә, америка авам палатаси хитай истратегийәлик риқабәт алаһидә комитетиниң рәиси майк галлагер билән авам палатаси хам чот комитетиниң рәиси қейсон симит, 23-июл форд ширкитигә хәт йезип, бу ширкәтниң хитайниң “ниңде заман технологийә ширкити” билән болған һәмкарлиқ мунасивитигә даир һөҗҗәтләр билән тәминлишини тәләп қилған.

Хитайниң “ниңде заман технологийә ширкити” дунядики әң чоң литейлиқ батарейә ишләпчиқириш ширкити болуп, бу ширкәтниң 2022-йили ишләпчиқарған бу хил мәһсулати дуня базириниң 37 пирсәнтини игилигән. “төпилик” гезитиниң билдүрүшичә, майк галлагер билән җейсон симит хетидә, аммиға ашкара болған малийә һөҗҗәтлиридә вә хитай хәлқ җумһурийитидики таратқуларниң хәвәрлиридә “ниңде заман ширкити” ниң уйғур районидики ширкәтләр билән болған мунасивитини йошуруш үчүн тәдбир алғанлиқи қәйт қилинғанлиқини, һалбуки америка хитайниң мусулман уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқини бекиткәнликини тәкитлигән.

Хәттә мундақ дейилгән: “биз бүгүн бу хәтни йезишта фордниң ‛ниңде заманиви ширкити‚ниң шинҗаңдики ширкәтләр билән болған алақисини йошурушқа урунғанлиқиға даир мәлумати шундақла униң америка батарейә мәһсулатлирини тәрәққий қилдуруш вәдисигә аит учурларға еришишни мәқсәт қилдуқ.”

Мәлум болушичә, галлагер билән симит форд ширкитиниң форд билән хитай ширкити оттурисидики сода иҗазәтнамисиниң көпәйтилгән нусхиси, җүмлидин барлиқ қошумчә деталлар билән тәминлиши, форд билән хитай ширкити арисидики иҗазәтнамә келишимигә мунасивәтлик барлиқ алақә, һөҗҗәтләрниң әсли тилдики оргинали, форд билән байден һөкүмити оттурисида йезишқан форд билән хитай ширкитиниң сода ‍иҗазәтнамисигә мунасивәтлик алақә, һөҗҗәт вә баҗ кридитигә аит материяллар билән тәмилишини тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.