Явропа парламенти хитай һөкүмитини гүлшән аббас вә илһам тохтини қоюп беришкә чақирди
2024.10.10
Явропа парламентиниң торида елан қилинған хәвәргә асасланғанда, явропа парламенти 9-өктәбир страсбургда өткүзүлгән йиғинда тарихи әһмийәткә игә қарар мақуллап, хитай хәлқ җумһурийитини “илһам тохти вә гүлшән аббасни, шундақла шинҗаңда халиғанчә қолға елинғанларни дәрһал вә шәртсиз қоюп бериш” кә чақирған.
Дохтур гүлшән аббас 2018-йилниң ахирлирида тутқун қилинған болуп, хитай даирилири уни “террорлуқ һәрикити” билән әйибләп 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғаниди. 2014-Йили 9-айниң 23-күни үрүмчи оттура сот мәһкимиси “мәркизий милләтләр университети” ниң сабиқ дотсенти илһам тохтини “дөләтни парчилаш” җинайити билән әйибләп муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғаниди. явропа парламенти илһам тохтиниң тинчлиқ паалийәтлирини көздә тутуп, явропа иттипақиниң әң алий кишилик һоқуқ мукапати болған “сахароф мукапати” тини 2019-йили хитай түрмисидики илһам тохтиға бәргән иди.
Юқирида тилға елинған қарарда хитай хәлқ җумһурийитиниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши туруш җинайәтлири, җүмлидин һөкүмәтниң кәмситиш қилмишлири вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши сөз қилалайдиған қорқумсиз кишиләрни җимиқтуруш йолидики урунушлири алаһидә орун алған. Шуниң билән бир вақитта, 2017-йили 4-айдин башлап бир милйондин артуқ бигунаһ уйғурниң җаза лагерлирида халиғанчә тутуп турулғанлиқи, уйғурларниң бу лагерларда өзлириниң миллий кимлики вә диний етиқадидин ваз кечишкә, шундақла хитай компартийәсигә садиқ болушқа мәҗбур қилинғанлиқиму тәкитләнгән.
Қарарда йәнә хитай даирилирини системилиқ бастурушни тохтитишқа вә барлиқ җаза лагерлирини тақашқа, явропа кеңишини уйғур ели вә хитайниң башқа җайлиридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ барлиқ әмәлдарларға давамлиқ җаза йүргүзүшкә чақирған.
Вашингтондики уйғур һәрикити тәшкилати бүгүн баянат елан қилип, явропа парламентиниң наһәқ түрмигә ташланған уйғурларға, болупму пирофессор илһам тохти вә доктор гүлшән аббасқа аит тарихи қарарниң мақуллинишини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүргән.