Һиндонезийә хитайниң әрзан баһалиқ мәһсулатлириға таможна беҗи қоюшни пиланлимақта
2024.10.11
Уйғур елидики ирқий қирғинчилиқни тохтитиш вә уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш чуқанлириға ғәрбниң “сиясий тәшвиқати” дәп көз юмуп кәлгән һиндонезийә, әрзан баһалиқ хитай импорт мәһсулатлириға баҗ қоюшни пиланлимақтикән. “әл җәзирә” қанилиниң хәвиридә, һиндонезийәниң хитай мәһсулатлириға 200 пирсәнт баҗ қоюш пиланлаватқанлиқи, униң бу пиланиниң американиң сияситидин илһам алғанлиқи қәйт қилинмақта. Мәлум болушичә, һиндонезийәниң хитай импорт мәһсулатлириға еғир таможна беҗи қоюш пилани әрзан баһалиқ хитай мәһсулатлириниң һиндонезийәдики кичик көләмлик йәрлик йәккә игиликкә җиддий хирис қилиши сәвәбидин оттуриға қоюлған. Хитайниң әрзан баһалиқ мәһсулатларни артуқ ишләпчиқириш арқилиқ, дуня базирини монопол қилиш тактикиси америка вә явропа иттипақиниң хитай билән болған сода ихтилапидики муһим темиларниң бири болуп кәлгән.
Америка билән явропа иттипақи илгири хитай ешинча мәһсулатлириниң дуня базириға бузғунчилиқ қиливатқанлиқини көп қетим агаһландурғаниди. “әл җәзирә” ниң қәйт қилишичә, һиндонезийә сода министири зулкифли һасан америка-хитай сода уруши сәвәбидин хитай маллириниң һиндонезийә базириға еқип кириши, һиндонезийәдики кичик көләмлик йәккә игиликләрниң “вәйран болуш” хәвпини пәйда қилғанлиқини ейтқан. Һөкүмәтниң хитай маллириға 200 пирсәнт баҗ қоюш пилани аяқ кийимидин тартип, кийим-кечәккичә, гирим буюмлиридин тартип, фарфур буюмлириға болған кәң саһәни өз ичигә алидикән. Һиндонезийәниң хитай маллириға 200 пирсәнт баҗ қоюш пилани, хитай америкиниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” дин атлап өтүштә, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ әрзан баһалиқ мәһсулатлирини шәрқий-җәнубий асия арқилиқ, ғәрб базириға чиқириватқанлиқи қәйт қилиниватқан бир пәйттә оттуриға қоюлмақта. Хитай һиндонезийәниң әң чоң сода шерики болуп, өткән йили икки дөләтниң омуми сода һәҗми 127 милярд долларға йәткән. “әл җәзирә” ниң билдүрүшичә, һиндонезийә таможна беҗи пиланиниң муһим иқтисадий тәсири болупла қалмай, җакарта билән бейҗиң оттурисидики мунасивәтләргиму муһим тәсири болидикән.