Һөрийәт гезити: 15 миң келометирлиқ қечиш йоли

Мухбиримиз әркин
2015.02.05

Түркийәниң “һөрийәт гезити” түркийәниң қәйсири шәһиридики уйғур муһаҗирлар һәққидә хәвәр берип, хитайниң диний ибадәтни җинайәт қатариға киргүзүши, уйғурларни көчүшкә мәҗбур қилғанлиқини билдүрди.

Хәвәрдә, қәйсири шәһиригә орунлашқан бәзи муһаҗирларни зиярәт қилип, уларниң шәрқий -җәнубий асия арқилиқ түркийәгә қечиш җәрянидики кәчүрмишлирини тонуштурди.

Хәвәрдә йәнә, қәйсири шәһириниң 1950‏-йиллирида уйғур муһаҗирларға бир қетим саһибханилиқ қилғанғанлиқини әскәртип, “бу қетим хитай һөкүмитиниң қанун чиқирип, шәрқий түркистанда диний ибадәтни җинайәт қатариға киргүзүши, уйғурларни түркийәгә көчүшкә мәҗбур қилди” дегән.

Хәвәрдә илгири сүрүшичә, 15 миң колометирлиқ йолни бесип кәлгән уйғурларниң чәтәллик башқа мусапирлардин пәрқлиқ бир тәрәипи бар. Чәтәллик мусапирларниң нишани түркийә арқилиқ явропаға кетиш, бирақ уйғурларға нисбәтән түркийә уларниң ахирқи бекити.

Хәвәрдә йәнә, уйғурлар олтурушлуқ аилиликләр бинасиға шәрқий түркистан вә түркийәниң икки ғайәт чоң байриқи есилғанлиқини әскәртип, бир муһаҗирниң “һазир биз бу йәрдә ибадитимизни әркин қиливатимиз” дегән сөзлирини қәйт қилди.

Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 2014‏- йили ноябирда қанун чиқирип, аммиви сорунларда ибадәт қилиш вә диний кийим-кечәкләрни кийишни мәний қилған. Хилаплиқ қилғучиларниң җинайи җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини бекиткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.