Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши илһам тохти қамаққа һөкүм қилинғанлиқиниң 6 йиллиқида уни хатирилиди

Мухбиримиз әркин
2020.07.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати 31-июл күни фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда учур елан қилип, хитай түрмисидики атақлиқ уйғур зиялийси илһам тохтиниң өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинғанлиқиниң 6 йиллиқида уни хатирилиди. Илһам тохти 2014-йили “бөлгүнчилик” вә “бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш” билән әйиблинип, үрүмчи оттура хәлқ сот мәһкимисидә сотланған вә өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинған. Хитай даирилириниң қарари хәлқарада қаттиқ ғулғила қозғиған иди.

Америка, явропа иттипақи қатарлиқ дөләтләр вә хәлқара тәшкилатлар хитай сот мәһкимисиниң қарарини қаттиқ тәнқидләп, илһам тохтиниң адил сотланмиғанлиқи вә дәрһал қоюп берилишини тәләп қилған. Илһам тохти 2014-йили 3-айда бейҗиңда қолға елинип, үрүмчигә елип келинип сотланған. У сотта өзигә артилған аталмиш “җинайәтләр” ни рәт қилған иди. Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 31-июл елан қилған илһам тохти һәққидики учурида: “6 йил аввал дәл мушу күни уйғур зиялийси, уйғурлар билән хитайлар арисидики өз ара чүшәнчини алға сүрүшни мәқсәт қилған ‛уйғурбиз‚ ториниң қурғучиси бөлгүнчилик билән әйиблинип, өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинди,” дәп тәкитләнгән.

Униңда йәнә илһам тохтиниң сүрути қоюлуп, униң “нәтиҗидә уйғурлар дуч келиватқан мәсилә уйғурлар билән хитайлар арисидики һәр тәрәплимилик диалог арқилиқла һәл болиду,” дегән сөзи нәқил кәлтүрүлгән. Буниң алдида вашиңтондики ‛коммунизм қурбанлири хатирә фонди‚ өзиниң бу йиллиқ “коммунизм қурбанлири кишилик һоқуқ мукапати” ниң илһам тохтиға берилгәнликини елан қилған. Шу йиғинда америка кеңәш палата әзаси марко рубийо, илһам тохтиниң “қилған хизмити түпәйли адаләтсиз түрмигә ташланғанлиқи” ни тәкитләп: “силәрниң күришиңлар барлиқ әркинликкә интилгүчиләрниң күриши, америка вә америкалиқлар силәр билән биргә,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.