Илһам тохти гурупписиниң мәсули әнивәрҗан хитай зиялийлириниң илһам тохтини қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтти

Мухбиримиз меһрибан
2016.06.30

Бу йил әтияз мәзгилидә германийәдә қурулған илһам тохти гурупписиниң мәсули әнвәрҗан әпәнди, радийомиз хитай бөлүми мухбириниң зияритини қобул қилип, бир қисим хитай зиялийлири вә паалийәтчиләрниң илһам тохтини 2016-йиллиқ сахароф мукапатиға тәвсийә қилғанлиқиға рәһмитини билдүрди.

Илһам тохти гурупписи илһам тохтини 2016-йиллиқ сахароф әркинлик мукапати намзатлиқиға көрсәткән болуп, илһам тохтини сахароф әркинлик мукапатиға көрситишкә чәтәлләрдә вә хитай ичидә тонулған ху җя, ваң лишюң, яң җйәнли вә башқа бир қисим хитай зиялийлири, демократик затлири, язғучилири, мухбирлири һәм хәлқара кишилик һоқуқ паалийәтчилири актип аваз қошқан.

Әнивәрҗан әпәнди сөзидә, техиму көп хитай зиялийлирини илһам тохти мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди. “хитайдики өзгириш тори”ниң саһиби, америкида яшайдиған хитай зиялийси сав яшүә ханим вә америка индиана университетиниң тибәт ишлири мутәхәссиси, профессор еллот спрелиң әпәнди, фирансийәлик хитайшунас мари холзман, әнивәрҗан вә башқилар бултурдин башлап илһам тохтини мәзкур мукапатқа көрситиш тәйярлиқ хизмитини башливәткән иди.

Хәвәрдин мәлум болушичә, дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитму хитай зиялийлириниң илһам тохти вә хәлқаралиқ илһам тохти гурупписиниң паалийәтлиригә болған қоллашлирини қарши алидиғанлиқи һәм рәһмитини билдүргән.

Илһам тохти тутқун қилинғандин буян америка қәләмкәшләр җәмийитиниң “барбара голдсимис әркинлик мукапати”, түркийә язғучилар җәмийитиниң “түрк әркинлик мукапати” қатарлиқ мукапатларға еришкән, 2016-йили илһам тохти әпәнди йәнә мартен аннал мукапатиға намзат қилип көрситилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.