Уйғур елидики кәлкүндә 99 миң аһалә апәткә учриди, 1500 өй өрүлүп чүшти

Мухбиримиз меһрибан
2015.06.30

29-Июн дүшәнбә күни йүз бәргән қаттиқ ямғур вә ямғурдин кейинки кәлкүн апитидә, уйғур елиниң или дәря вадиси, үрүмчи, ақсу, санҗи қатарлиқ 9 шәһәр, 19 наһийидә 99 миң аһалә апәткә учрап, 1500 өй өрүлүп чүшкәнлики мәлум болди.

Хитайниң җуңго хәвәрләр ториниң бу һәқтики дәсләпки хәвиридин мәлум болушичә, апәт или дәря вадисидики тоққузтара, текәс, күнәс, моңғулкүрә, ғулҗа наһийилиридә еғир болған. Нөвәттә бу җайларда өйлири өрүлүп чүшкән 4500 аилә туралғуға йөткәп орунлаштурушқа, 2500 киши йемәклик вә турмуш буюмлириға җиддий еһтияҗлиқ икән. Кәлкүн апитидә кишиләрниң мал-чарва,өй-сайман, һәтта аптомобиллириму еқип кәткән болуп, хитай һөкүмәт хәвәрлиридә бу қетимқи биваситә иқтисадий зиян йәнә ениқлиниватқанлиқи хәвәр қилинди.

Радиомиз уйғур бөлүмиму бүгүн апәт еғир болған или дәря вадисидики наһийә, йезиларға телефон қилип, апәтниң әһвалини игилиди. Бүгүнки мәхсус сәһипиләрдики аңлитишимизда апәт һәққидә йәрликтин игилигән мәлуматларни аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.