Иран президенти өзиниң тунҗи ғәрб зияритини башлиди

Мухбиримиз үмидвар
2016.01.25


Хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң иранға қаратқан зиярити ахирлишип бир күн өткәндин кейинла, иран президенти һәсән роһани өзиниң явропаға қаратқан рәсмий зияритини башлиди.

Русийә хәвәрләр агентлиқиниң йезишичә, һәсән роһани 25 - январ күни италийидә икки күнлүк дөләт зияритидә болғандин кейин 27 - январ күни франсийәни зиярәт қилидикән.

У йәнә 26 - январ күни ватиканда зиярәттә болуп, рим папаси билән көрүшидикән.

Бу, америка вә явропа иттипақи ядро пилани мәсилисидә иранға қаратқан түрлүк имбаргони бикар қилғандин кейин, иран президентиниң тунҗи қетим явропа дөләтлиридә рәсмий зиярәт елип бериши икән.

Иранға қаратқан имбаргониң бикар қилинишини юқири баһалиған һәсән роһани буниң иран билән ғәрб дөләтлириниң мунасивәтлириниң йеңи сәһиписини ачқанлиқини илгири сүргән иди.

Һәсән роһани 23 - январ күни теһранға дөләт зиярити билән кәлгән хитай рәиси билән көрүшкәндә, икки дөләтниң сода - иқтисадий вә енергийә саһәсидики һәмкарлиқлирини техиму ашурушқа келишкән иди. Шинхуаниң хәвәр қилишичә, ши җинпиң йәнә иранниң диний даһийси һамәйни биләнму айрим көрүшкән иди. Ши җинпиң явропа иттипақи вә америка иранға қаратқан имибаргони бикар қилғандин кейин иранни зиярәт қилған тунҗи чәтәл президенти һесабланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.