“җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни омумлаштуруш қарари чиқирилди
Хитай даирилири уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ сияситини йолға қоюш билән биргә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини” күчәйтишму тәң елип барғаниди.
15-Апрел күни ечилған хитай компартийәси уйғур аптоном районлуқ комитети10-қетимлиқ қурултийиниң 11-омумий йиғинида җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини омумлаштуруш вә күчәйтиш тоғрисида йеңи қарарлар мақулланған.
“шинҗаң гезити” ниң хәвиридин мәлум болушичә, мәзкур қарарда мундақ дейилгән: “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш шинҗаңниң миллий иттипақлиқи, тәрәққияти вә узун муддәтлик муқимлиқиға мунасивәтлик зор сиясий мәсилә. Җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи күчәйтиш тоғрисидики мәзмунларни алий мәктәпләрниң дәрслик системисиға сиңдүрүш, чоңқур мәзмундики тәшвиқат вә маарип паалийәтлирини қанат яйдуруш вә шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландурушни қәтий давамлаштуруш” керәк.
Хитай һөкүмитиниң җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңи дегәнлири әмәлийәттә уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрни мәдәнийәт вә идеологийә җәһәттә өзгәртиш вә ассимилятсийә қилиш; шу арқилиқ уларниң өз тили, мәдәнийити вә диниға болған тәвәликини аҗизлаштуруш һәм йоқ қилиш дәп қаралмақта.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси мая ваң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш қурулуши” тоғрулуқ қилған сөзидә, “хитай һөкүмитиниң аталмиш ‛мәдәнийәт қурулуши‚ уйғурларни хитайлаштуруш, бу әмәлийәттә инсанийәткә қарши җинайәт түсини алған” дәп көрсәткәниди.
Уйғур аптоном районида елинған мәзкур қарарда “‛шинҗаң тарихиға даир бир қанчә мәсилә‚ намлиқ ақ ташлиқ китабниң тәтқиқати вә тәшвиқатини илгири сүрүш”, җуңхуа миллити еңини омумйүзлүк сиңдүрүшни мәтбуат, маарип вә башқа һәр хил өгиниш уссуллири билән әмәлгә ашуруш қатарлиқлар тәкитләнгән.