Абдулла гүл курдлар уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилса, әнқәрәниң буниңға җаваб беридиғанлиқини агаһландурди

Мухбиримиз үмидвар
2013.11.17


15- Ноябир күни курдистан ишчилар партийисиниң қораллиқ гуруппилири  түрикийиниң шәрқий җәнуби қисмидики мәрдин дегән җайда кетиватқан түркийә армийисиниң һәрбий аптомобил әтритигә оқ чиқириш вәқәси йүзбәргәндин кейин,  бу вәқә түркийә һөкүмити вә җамаити ичидә ғулғула қозғиған иди.

Түркийә президенти абдулла гүл бу мунасивәт билән сөз қилип, әгәр курдистан ишчилар партийисиниң вақитлиқ уруш тохтитиш келишими бузса  түркийә дөлитиниң буниңға  зөрүр җавабларни беридиғанлиқини агаһландурди.

Русийиниң  “регнум”  ториниң йезишичә, абдулла гүл   “ мән буниң тәсадипий вә өз ихтияри билән болмиған иш болушини үмид қилимән,  түркийә  қораллиқ күчлири вә бихәтәрлик күчлири һәр қачан  җәңгә тәйяр һалда” дәп тәкитлигән. У сөзидә йәнә  “әгәр кимки йәнә қайтидин қолиға қорал алса, дөләтниң техиму қудрәтлик қораллири бар.  Бу мәлумлуқ” дәп билдүргән  .

Мәлумки, бу йил майда п к к ниң рәһбири , һазир түркийә түрмисидә йетиватқан  абдулла оҗалан  п к к ға уруш тохтитиш чақириқ қилған иди. Нәтиҗидә, икки тәрәп арисида уруш тохтитиш вәзийити шәкилләнгән иди.
Нөвәттә, түркийә һөкүмити курдларниң сиясий, мәдәнийәт вә башқа барлиқ һоқуқлирини қоғдашқа алаһидә әһмийәт бериватқан болуп, курдларниң миллий партийилири һәрикәт қилиш, телевизийә программилири тарқитиш, әркин сөзләш  һоқуқиға еришкән ,һәтта түркийә парламентидиму көп санда курд парламент әзалири бар болуп,  курдларниң миллий һоқуқлирини капаләткә қилиш  үчүн парламентта  тәләп қоюш вә пикир  баян қилиш һоқуқиға игә.

Түркийә һөкүмитиниң мәзкур курд  сиясити  түркийә ичидә түрлүк инкасларға сәвәб болсиму, бирақ хәлқара җәмийәттә  түркийәни курдлар мәсилисидә әйибләйдиған дөләтләр вә тәшкилатларниң қарши елишиға еришкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.