Лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи билән қәлбинур сидиқ “осло әркинлик мунбири” дә дуняни уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа чақирди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.29

Уйғур лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи билән қәлбинур сидиқ 28-сентәбир күни дуняниң нопузлуқ кишилик һоқуқ мунбәрлиридин “осло әркинлик мунбири” ниң ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән йиллиқ паалийитидә сөз қилип, дуняни хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүшкә чақирған. Гүлбаһар хативаҗи билән қәлбинур сидиқ “осло әркинлик мунбири” ниң йилда бир қетим өткүзүлидиған мәзкур паалийитидә залдики йүзләрчә кишигә өзлириниң аталмиш “қайта-тәрбийәләш” намидики хитай җаза лагерлирида бешидин кәчүргән қорқунчлуқ қисмәтлирини, роһий вә җисманий искәнҗиләрни һәм лагерда шаһит болған қорқунчлуқ җинайәтләрни тәпсилий тонуштуруп, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишта кишиләрни “бир кишилик инсани бурчини ада қилишқа” чақирған.

Америка “кишилик һоқуқ фонди” ниң саһибханлиқидики “осло әркинлик мунбири” ниң ню-йоркта өткүзүлгән бу қетимқи паалийити, б д т ниң йиллиқ омумий йиғини ню-йоркта чақирилған, шу мунасивәт билән нурғун дөләтләрниң һөкүмәт вә дөләт рәһбәрлири ню-йорк шәһиридә топланған, уйғур мәсилиси йәнә бир қетим хәлқара күнтәртиптин орун алған бир вақитта өткүзүлгән. Бу, гүлбаһар хативаҗи билән қәлбинур сидиқниң хәлқара аммиви сәһниләрдә тунҗи қетим гуваһлиқ бериши болмисиму, лекин бу уларниң тунҗи қетим һәр қайси әлләрниң дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлири ню-йоркта топланған бир вақитта, йүзләрчә киши қатнашқан чоң паалийәттә хәлқара җамаәтни нәқ мәйдандин ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүшкә чақириши болуп һесаблиниду.

“осло әркинлик мунбири” ниң сәһнисидә гүлбаһар хативаҗи лагерларни тақаш, ирқий қирғинчилиқни тохтитиш йолида “биз техи һаят, биз һәргиз тохтап қалмаймиз” дәп хитаб қилған. Қәлбинур сидиқ буниң үчүн йиғин әһлини өзлири билән биллә турушқа, уйғурларниң һәқ-һоқуқи үчүн кечә-күндүз күрәш қиливатқан тәшкилатларни қоллашқа чақирип: “өзүңларниң бир кишилик инсанлиқ бурчуңларни ада қилишиңларни вә бизгә йеқиндин ярдәмдә болушуңларни үмид қилимиз” дәп көрсәткән.

Гүлбаһар хативаҗи әсли қаримайдики бир нефит инженери болуп, хитай даирилири 2016-йили уни фирансийәдин пенсийә рәсмийәтлирини беҗириш намида чақирип келип лагерға қамиған. У 2019-йили фирансийә һөкүмитиниң дипломатик арилишиши билән қоюп берилип, фирансийәгә қайтип чиққан. Қәлбинур сидиқ әсли ‍үрүмчи шәһиридики бир башланғуч мәктәпниң хитай тили оқутқучиси иди. Һазир голландийәдә яшайдиған қәлбинур 2017-йили хитай даирилириниң орунлаштурушида үрүмчидики бир лагерда дәрс өтүшкә әвәтилип, бу лагерда қорқунчлуқ искәнҗиләргә шаһит болғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.