Ма шиңруй қирғизистанниң муавин баш министири торобайеф билән көрүшүп импорт-експортни ашурушқа келишкән
2025.03.17
“шинҗаң гезити” ниң 17-марттики хәвиригә асасланғанда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй 16-март қирғизистанниң муавин баш министири торобайеф вә униң вәкилләр өмики билән үрүмчидә көрүшкән. Улар икки тәрәпниң һәрқайси саһәдики алмаштурушини техиму күчәйтип, импорт-експортни ашурушқа келишкән.
Машиңруй мундақ дегән: “порт еғизи қатарлиқ ул әслиһә қурулуш сәвийәсини давамлиқ өстүрүп, икки тәрәпниң алаһидә мәһсулатларниң импорт-експортини ашуримиз. Қош йөнилишлик мәбләғ селиш вә карханиларни тәрәққий қилдуруш үчүн яхши шараит һазирлаймиз. Авиятсийә вә башқа қатнаш алақисини зор күч билән кеңәйтип, икки тәрәпниң һәрқайси саһәдики алмаштурушини техиму күчәйтимиз. Шинҗаң йәрлик карханиларни ‛йәршарилаштуруш‚ вә қирғизистанниң санаәт тәрәққияти қурулушиға қатнишишни актип илгири сүримиз”.
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян оттура асия дөләтлиридики иқтисадий паалийәтлириниму җиддий ашурмақта. Қәшқәр-пәрғанә арисидики “хитай-қирғизистан-өзбекистан төмүрйоли қурулуши” келишими 2024-йили 6-айда бейҗиңда өткүзүлгән “һөкүмәтләр ара келишим имзалаш мурасими” да имзаланғаниди. Қирғизистанниң “хитай-қирғизистан-өзбекистан” төмүр йоли қурулуши үчүн хитай банкилиридин қәрз алмақчи болуватқанлиқи, омумий қурулуш үчүн кетидиған мәбләғниң 4 милярд 700 милйон доллар әтрапида икәнлики қәйт қилинғаниди. Бу қурулуш америка вә ғәрб әллиридә атилип келиватқан “хитайниң қәрз тузиқи” ниң ипадиси икәнлики оттуриға қоюлған иди.
Торобайеф мундақ дегән: “өткән бир қанчә йилда, қирғизистан иқтисадида актип ешиш болди. Хитай, болупму хитайниң шинҗаңи билән болған сода миқдари давамлиқ ашти, һәмкарлиқни техиму чоңқурлаштурушниң йошурун күчи зор. Порт ул әслиһәлирини яхшилашни тезлитип, алақә еғизлириниң йүк бир тәрәп қилиш иқтидарини өстүрүп енергийә байлиқи саһәсидики чоң түрләрниң қурулушини тезлитимиз, йеңи линийәләрни актип илгири сүрүп йеңи һәмкарлиқни илгири сүрүшини үмид қилимиз”.
Һалбуки, америкадики сиясий анализчи, доктор андерс корниң қаришичә, оттура асия райони хитай үчүн зор истратегийәлик вә иқтисадий әһмийәткә игә. У бу һәқтики сөһбитимиз җәрянида бу райондики тәбиий газ вә нефитни өз ичигә алған ғайәт зор енергийә мәнбәсиниң хитайниң енергийә бихәтәрликидә интайин муһим орунға игә икәнликини алаһидә әскәрткәниди.