Хитай маарип министирлиқи “оттура, башланғуч мәктәпләр дәрсликлиридин мав зедуң һәққидики текистләр чиқириветилиду” дегән хәвәрниң ялғанлиқи һәққидә баянат бәргән
2015.12.21
Хәлқ ториниң хәвиригә қариғанда, 18-декабир күни хитай маарип министирлиқи “оттура, башланғуч мәктәпләр дәрсликлиридин мав зедуң қатарлиқлар һәққидики текистләр чиқириветилиду” дегән хәвәрниң ялғанлиқи һәққидә баянат бәргән.
Хәвәрдә дейилишичә, йеқиндин буян хитайдики аммиви тор бәтлири вә иҗтимаий таратқуларда “маарип министирлиқи алақидар китаблардин таллап елинған мав зедуң, лу шүн, лей фең, хуаң җигуаң қатарлиқ шәхсләргә аит текистләрни оттура, башланғуч мәктәпләрниң дәрсликидин пүтүнләй чиқириветидикән” дегән хәвәр тарқалған.
Хитай маарип министирлиқи бу һәқтә алаһидә баянат елан қилип, юқириқи хәвәрниң асассиз икәнликини илгири сүргән.
Мәлум болушичә, һазир хитайдики оттура, башланғуч мәктәпләрниң бир туташ тил-әдәбият дәрсликидә мав зедуңға мунасивәтлик текисттин 37 си; лу шүнниң әсиридин 18и; лаңяшән теғидики бәш қәһриман, лей фең, хуаң җигуаң, дуң сүнруй қатарлиқ хитай инқилабий қәһриманлири тәсвирләнгән текисттин бир қанчиси бар икән.