“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң иҗра қилиниш әһвали елан қилинған
2023.03.14
Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) 3-айниң 14-күни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни иҗра қилиш әһвалини елан қилған. Униңда өткән йил 6-айдин башлап, уйғур районидин кәлгән мәҗбурий әмгәккә четишлиқ мәһсулатларниң америкаға келиш, тутуп қелиниш вә қайтурулуш әһвали, шундақла у малларниң қиммити истатистикилиқ мәлуматлар билән бирму бир көрситилгән.
Бу мәлуматқа асасланғанда, америкаға тошулған йүк сани 3237, қайтурулғини 424, қоюп берилгини (чеградин киргүзүлгини) 1090, тошулған малларниң қиммити 961 милйон доллар икән. Бу малларниң ичидә еликтер сайманлири әң көп болуп, униңдин қалса пахта-тоқумчилиқ мәһсулатлири, йеза игилик мәһсулатлири, доригәрлик материяллири, машина запчаслири қатарлиқлар икән.
Әмәлийәттә, мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини тутуп қелишта бәзи йочуқлар йәнила мәвҗут болуп, хитайниң бу хил мәһсулатларни үчинчи бир дөләт арқилиқ америкаға експорт қиливатқанлиқи кечикип байқалғаниди. Мәсилән, биңтуән ишләпчиқарған чилан мәһсулатлири башқа җайда қачилинип америкиға експорт қилинған болуп, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши қатарлиқ органлар буниңға күчлүк инкас билдүргән. Америка таможна вә чегра қоғдаш идариси буни дәлилләп чиққандин кейин уни чәкләш тәдбири қолланғаниди.