Уйғурлар дияридики мәҗбурий әмгәк давамлиқ әйибләнди

Мухбиримиз әзиз
2020.06.17

Хитай һөкүмитиниң “намратлиқтин қутулдуруш” намида уйғур яшлирини вә лагер мәһбуслирини һәрқайси җайлардики хитай завутлирида әрзан баһалиқ әмгәк күчигә айландурувелиши һәрқайси саһәниң күчлүк тәнқидигә дуч кәлгәниди. 15-Июн күни “вакаләтсиз милләтләр тәшкилати” баянат елан қилип “шәрқий түркистандики кийим-кечәк завутлири мәҗбурий әмгәк бәдилигә маңмақта” дәп көрсәтти.

Баятта көрситилишичә, нөвәттә йүзлигән дуняви маркилар уйғурлар дияридин пахта вә кийим-кечәк мәһсулатлирини импорт қилмақтикән. Әмма буларниң кәйнигә йошурунған милйонларчә кишиниң лагерлар билән болған бағлиниши дуняниң нәзиридин чәттә қалмақтикән.

“җәнубий хитай сәһәр гезити” дә елан қилинған бу һәқтики тәпсилий хәвәрдә “учимиздики кийимләрдин аз дегәндиму бири уйғурларниң мәҗбурий әмгики бәдилигә пүткән болуши мумкин” дейилиду. Австралийә истратегийәлик сиясәт инистутиниң тәтқиқатчиси нейсен русер буниңдики әң муһим амил болған тәминат зәнҗири һәққидә тохтилип “хитай билән пахта содиси қилғанлики киши уйғурлардин халий болған мәҗбурий әмгәкни тәсәввур қилмисиму болиду” дәйду.

Мақалида көрситилишичә, нөвәттә америка һөкүмити хитай билән болидиған кийим-кечәк мәһсулатлири содисиға бир қатар чәклимиләрни қоюшни башлиған болуп, йеқинда мақулланған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” му мушу хилдики мәҗбурий әмгәкни қәтий мәни қилиш һәққидә тохталған. Әмма хитайниң дуня бойичә пахта баһаси әң әрзан район болуп қелиши йәнила нурғунлиған хәлқаралиқ ширкәтләрни бу җайға көз тикишкә үндимәктә икән. Әмма хитайдики пахта мәһсулатиниң 80 пирсәнттин көпрәкиниң уйғурлар дияридин келидиғанлиқи болса тәбиий һалда уйғурларни бу хилдики тәминат зәнҗиригә бағланған мәҗбурий әмгәккә четип турмақтикән.

Нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан омумий бастуруш түпәйлидин уйғурларниң әң әқәллий һәқлириниң дәпсәндә қилиниватқанлиқи дуняға көпләп мәлум болмақта икән. Әмма хитайдики бир қисим завутлар хәлқараниң көзини бояш үчүн уйғур ишчиларни юрт-маканлиридин йөткәп келип мәҗбурий әмгәккә салмақтикән. “әмгәкчиләр һәқлири бирләшмиси” ниң рәиси скот нова бу һәқтә тохтилип “бу һал нөвәттә дунядики ширкәтләр үчүн бир қетимлиқ синақ болмақта. Уларниң бу хилдики қилмишларға қандақ муамилидә болушини пат йеқинда көримиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.