Әнглийә парламентида күнтахта вә литийлиқ батарейә ишләпчиқириштики уйғур мәҗбурий әмгики музакирә қилинған
2024.09.06
Әнглийә парламенти авам палатасиниң 5-сентәбир күни өткүзүлгән йиғинида, хитайниң күнтахта вә токлуқ аптомобил батарейәси материяллиридин полисиликон вә литий ишләпчиқириш саһәсидики уйғур мәҗбурий әмгики муназирә қилинған. Хәлқара парламентлар бирләшмисиниң X та елан қилған учурлиридин мәлум болушичә, 5-сентәбир әнглийә авам палатасида әнглийә һөкүмитиниң йешил енергийә пилани музакирә қилинғанда, бәзи парламент әзалири хитайниң күнтахта вә литийлиқ батарейә ишләпчиқириш саһәсидики уйғур мәҗбурий әмгикини оттуриға қоюп, һөкүмәтниң буниңға қарши тәдбир елишини тәләп қилған. Йиғинда палата әзаси иян дункан симит, мутләқ зор салмақтики полисиликонниң уйғур илида мәҗбурий әмгәк арқилиқ ишләпчиқирилидиғанлиқи, һөкүмәтниң қуллар әмгикини чәкләш қануни бойичә бу мәһсулатларни чәкләш үчүн қандақ тәдбир алидиғанлиқини сориған.
Мәлум болушичә, йиғинда әнглийәниң сода ишлириға мәсул дөләт министири җонатан рейнолд, данкин симисниң соалиға җаваб берип, “тәминләш зәнҗириниң һәрқандақ бир һалқисида…. Қуллар әмгикиниң болмаслиқини күтидиғанлиқи вә тәләп қилидиғанлиқиға қәтий капаләт бәргән.” һалбуки йиғинда йәнә авам палата әзаси сараһ шампийон, һөкүмәтниң йешил енергийә тәминләш зәнҗириниң уйғур мәҗбурий әмгикидин пүтүнләй хали болушиға капаләтлик қилишни тәләп қилған. Сараһ шампийон мундақ дегән: “шу наһайити ениқ һөҗҗәтләшкәнки, хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районида күнтахта тәминләш зәнҗири наһайити шәрмәндиләрчә мәҗбурий әмгәккә таянмақта. Бу җайда хитай һөкүмити милйонлиған уйғур вә түркий мусулманлирини диний вә миллити сәвәбидин системилиқ җазалаватиду.”
Сараһ шампийонниң ейтишичә, нөвәттә дунядики күнтахтиға ишлитиливатқан полисиликонниң 35 пирсәнти уйғур илида ишләпчиқирилмақта икән. У, әнгилийәниңму америкиға охшаш күчлүк қанун чиқирип, уйғур мәҗбурий әмгикидә ишләпчиқирилған йешил енергийә мәһсулатлирини чәклиши керәкликини ейтқан.