Хитай даирилири 2023-йил қайта қарап чиққан мәмурий делониң көп қисми мәмурий җазаға мунасивәтлик икән
2024.08.01
Хитайниң “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” тори 1-авғуст чиқарған хәвәргә қариғанда, хитай даирилири 2023-йил уйғур ели бойичә 1338 мәмурий делоға қайта қарап чиққанлиқини елан қилған болуп, бу делолар асасән қанун иҗра қилиш, базар башқуруш, адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт түридики мәсилиләргә мәркәзләшкән. Делоға четилидиған ишлар болса мәмурий җаза бериш, паш қилинғанларни бир тәрәп қилиш, учурларни ашкарилаш қатарлиқларға мәркәзләшкән.
Хәвәрдә дейилишичә, 2023-йил тапшурувелинған дело 1655 кә йәткән болуп, өткән йилдикидин 40 пирсәнткә йеқин ашқан, униң ичидә 1338 дело “қанун бойичә” бир тәрәп қилинған. 280 Наһәқ вә хата дело түзитилгән, әмма буниң қайси түрдики хата, наһәқ делолар икәнлики дейилмигән.
Хәвәрдә йәнә мәмурий делоға қайта қарап чиқиш оргининиң “тиғни ичигә қаритиш” ролини җари қилдуруп, “бир делони бир яқлиқ қилиш арқилиқ миңға тәрбийә қилиш вә миңни тәртипкә селиш” ни ишқа ашурғанлиқи көрситилгән.
Қанун иҗра қилиш вә адәм күчи байлиқиға мунасивәтлик мәмурий делониң көп болуши, “тиғни ичигә қаритиш” ниң кәскин елип берилиши уйғур елиниң мәмурийәт қатлимидики “тазилаш” ниң һәр вақит мәвҗут икәнликини көрсәтмәктә. Радийомиз мухбириниң игилишичә, хитайниң 2019-йил башлиған “қара, рәзил күчләргә зәрбә бериш” һәрикити уйғур елидә “икки йүзлимичиләргә зәрбә бериш” һәрикитигә айланған болуп, шуниңдин буян хитай һөкүмити аз-тола миллий еңи вә ғурури бар уйғур кадирлири вә әмәлдарлирини җазалап кәлгән.