Үрүмчи, санҗи вә шихәнзә шәһәрлириниң һава булғиниши һәққидә сериқ рәңлик агаһландуруш чиқирилди

Мухбиримиз әркин
2018.12.14

Уйғур аптоном районлуқ һава булғинишини көзитиш орни 14‏-декабирдин башлап уйғур елиниң үрүмчи, санҗи вә шихәнзә шәһәрлириниң һава булғиниш әһвали һәққидә сериқ рәңлик агаһландуруш чиқарған.

“шинҗаң гезити” ниң 13‏-декабир хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ муһит көзитиш понкитиниң тәлипигә бинаән уйғур аптоном районлуқ һава булғинишқа тақабил туруш қоманданлиқ ишханиси 14‏-декабир саәт 10 дин башлап юқириқи 3 шәһәрдә сериқ рәңлик агаһландуруш чиқиришни қарар қилған.

Уйғур аптоном райониниң һава булғиниши йеқинқи йиллардин буян давамлиқ еғирлишип, хәлқниң саламәтликигә тәһдит селиватқан җиддий мәсилигә айланған. Хәлқара йешил тинчлиқ тәшкилати 2016‏-йили елан қилған тәкшүрүш доклатида хитайдики һаваси әң еғир булғанған 10 шәһәрниң 6 синиң уйғур аптоном районида икәнлики, 6 шәһәрниң ичидә қәшқәр һаваси әң еғир булғанған шәһәр икәнликини билдүргән иди.

Йешил тинчлиқ тәшкилатиниң билдүрүшичә, уйғур районидики шәһәрләрниң һәр квадрат күп метир һавасиниң тәркибидики 2.5 pm Намлиқ зәһәрлик маддиниң миқдари 100 микрограмдин ешип кәткән. Бу дуня сәһийә тәшкилатиниң өлчимидин 10 һәссә ешип кәткән. Уйғур аптоном районлуқ һава булғинишқа тақабил туруш қоманданлиқ ишханиси 13‏-декабир чиқарған агаһландурушида балилар, яшанғанлар, йүрәк, нерва вә қан томур кесили барлар талаға чиқмаслиқни, мәктәпләрниң дәрстин сиртқи паалийәтлирини азайтишни, пар қазан, аптомобил, санаәт вә қурулуш орунлириниң мәшғулатини контрол қилишни тәләп қилған.

Муһит қоғдиғучилар илгири хитай даирилирини уйғур районида кәң көләмлик завут-карханиларни қуруп районға аһалә көчүрүш шундақла ғулҗа қатарлиқ җайларда көмүр завутлирини қуруш районниң назук муһитиға еғир бузғунчилиқ елип келиду дәп агаһландурған болсиму, лекин хитай һөкүмити бу агаһландурушларға қулақ салмиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.