Ма шиңруй “шинҗаңниң тәрәққияти вә муқимлиқиға тәсир йәткүзидиған қийин мәсилиләрни һәл қилишниң үнүмлүк йоллирини издәш” ни тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.07.19

Уйғур аптоном районлуқ партком хитай компартийәсиниң 15-июлдин 18-июлғичә бейҗиңда өткүзүлгән 20-нөвәтлик 3-омумий йиғини ахирлиша-ахирлашмайла бу йиғинниң қарарлирини иҗра қилишни башливәткән.

Хитай таратқулириниң хәвәр қилишичә, 3-омумий йиғин ахирлишип әтисила, йәни 19-июл күни уйғур аптоном районлуқ партком йиғин чақирип, 3-омумий йиғинниң қарарлирини иҗра қилиш һәққидә орунлаштуруш елип барған. Йиғинда шинҗаңниң юқири сүпәтлик тәрәққияти вә узун муддәтлик тинчлиқ вә муқимлиққа тәсир йәткүзидиған қийин мәсилиләрни һәл қилишниң үнүмлүк йоллирини давамлиқ издәш тәләп қилинған.

“шинҗаң гезити” ниң 19-июл бәргән хәвиридә, йиғин 3-омуми йиғинниң роһини өгиниш вә әмәлийләштүрүшни “ши җинпиңниң шинҗаң хизмити сөһбәт йиғинида қилған муһим сөзи вә муһим йолйоруқиниң роһий, партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истратегийәсини қәтий вә толуқ иҗра қилиш билән бирләштүрүш” тәләп қилинғанлиқи қәйт қилинмақта.

Хәвәрдә, мәзкур йиғин уйғур елидә 3-омумий йиғинниң роһини өгинишниң кәң тәшвиқат сәпәрвәрлик һәрикити елип беришни тәләп қилғанлиқини билдүргән болсиму, әмма  қайси саһәләрдә, қандақ конкрет орунлаштурушларни елип барғанлиқи тилға елинмиған. Бейҗиң җиңши меһманханисида өткүзүлгән 3-омумий йиғинниң ахбаратида, технологийә тәрәққияти, иҗтимаий параванлиқни яхшилаш, хамчот, баҗ, малийә системиси ислаһатини чоңқурлаштуруш қатарлиқ мәсилиләр оттуриға қоюлған болсиму, әмма хитайниң истемал вә өй-мүлүк базиридики касатчилиқ, йәрлик һөкүмәтләрниң қәрз киризиси қатарлиқ һалқилиқ иқтисадий мәсилиләрни қандақ һәл қилидиғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат берилмигән.

“шинҗаң гезити” ниң билдүрүшичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруйниң риясәтчиликидә өткүзүлгән йиғинда, “шинҗаңниң юқири сүпәтлик тәрәққияти вә узун муддәтлик тинчлиқ вә муқимлиққа тәсир йәткүзидиған қийин мәсилиләрни һәл қилишниң үнүмлүк йоллирини давамлиқ издиниш”тәләп қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.