Нәнсий пелоси: “хитайниң җазаси һечқачан бизни қорқуталмайду!”
2022.01.05
2021-Йили декабирда хитай һөкүмити америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң төт нәпәр хадимиға җаза елан қилип, америка һөкүмити буниңдин илгири елан қилған ембарго чарилиригә “қайтурма зәрбә” беришкә урунғаниди. 5-январ күни америка авам палатасиниң рәиси нәнсий пелоси ханим баянат елан қилип “хитай һөкүмитиниң бу хил җазалири һечқачан бизни қорқуталмайду” дәп көрсәтти.
Нәнсий пелоси ханимниң ишханиси елан қилған баянатта америка дөләт мәҗлисиниң хитай һөкүмити елан қилған, шундақла америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң әзалирини нишан қилған җаза тәдбирлири кәскин әйибләнди. Шундақла буниң америка дөләт мәҗлисиниң баянлири һәмдә америка президенти җов байдеинниң “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” ға имза қоюшидин өч елиш һәрикити икәнликини тәкитлиди. Баянатта нәнсий пелоси ханим ениқ қилип “хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа мусулманларни дәпсәндә қилиши ениқла қирғинчилиқтур. Әмма хитайниң башқиларни қорқутмақчи болуштәк бу хил васитилири бизниң бир тал мойимизниму тәвритәлмәйду” дегән.
Баянатниң ахирида америка һөкүмитиниң һәрқачан кишилик һоқуқ саһәсидики авангартлар билән бир сәптә туридиғанлиқи, шундақла хитай компартийәсиниң уйғур дияридики дәпсәндичилик қилмишиға қарши давамлиқ күрәш қилидиғанлиқи алаһидә тәкитлиниду.