Обама гуәнтанамо түрмисини тақаш ирадисини йәнә бир қетим билдүрди
Америка президенти обама кубаниң гуәнтанамо арилидики һәрбий түрмисини тақаш ирадисини йәнә бир қетим билдүрди вә америка дөләт мәҗлисиниң мәзкур мәсилидики мәйдани әйиблиди.
Нөвәттә гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан 166 нәпәр мәһбусниң 86 нәпири аллибурун қоюп берилишкә һазирланған.
Буларниң ичидә 3 нәпәр уйғурму бар.
Америка даирилири бу уйғурларни нәччә йилниң алдидила “дүшмән җәңчиси әмәс” дәп, бекиткән. Һалбуки, бу уйғурларни хитайға қайтурушқа болмайдиғанлиқи үчүн, булар йәрләштүрилидиған мувапиқ бир җай тепилғичә гуәнтанамода сақлап турулмақта иди.
Гуәнтанамоға әсли 21 - нәпәр уйғур қамалған болуп, уларниң 18 нәпири илгири - кейин болуп бихәтәр дөләтләргә йөткәлгән.
Обама 2009 - йили президентлиқ вәзиписини тапшуруп елип узун өтмәйла гуәнтанамо түрмисини тақаш буйруқнамисигә имза қойған. Мәзкур буйруқ түрлүк сәвәбләр билән һазирқиғичә, әмәлийләшмәй кәлгән.