Президент обама америкилиқларни өзлириниң көчмәнлик тарихини унтуш билән әйиблиди
2015.12.15
Сәйшәнбә күни йеңидин америка пуқралиқиға өткән бир түркүм кишиләрни тәбриклигән президент обама америкилиқларни өзлириниң көчмәнлик тарихини унтуш билән әйиблиди вә бу нөвәтлик җумһурийәтчи президент намзатлириниң мусулманларниң америкиға келишини тосуш чақириқини васитилик тәнқидлиди.
У мундақ деди: “бир сүрийәлик мусапирни көргинимиздә, 2 - дуня урушидин қачқан йәһудий көз алдимизға келиши керәк. Биз буларни қандақсигә шунчә тиз унтудуқ. Бир әвладниң өтиши, икки әвладниң өтиши билән биз қәйәрдин кәлгәнликимизни унтуп, ‛биз‚ вә ‛улар‚ дейишип, өзимизниң бир заманларда ашу ‛ улар‚ ниң орнида икәнликимизни әслийәлмәйдиған болуп қалдуқ.”
У йәнә көчмәнләрниң америкиниң һаяти күчини улғайтип кәлгәнликини алаһидә тәкитлиди.
Униң бу сөзлири бир қисим президентлиқ кандидатлириниң мусулман көчмәнлирини америкиға келиштин чәкләш пикри өткән бир нәччә күндин буян америка ахбаратида күчлүк муназирә қозғиған мәзгилгә тоғра кәлди.
Җумһурийәтчиләр партийәсидин болған бу нөвәтлик президентлиқ намзати доналд трамп өткән һәптә барлиқ мусулманларниң америкиға керишини чәкләш керәкликини билдүргән.
Униң бу сөзлири, дөләт мәҗлиси әзалиридин тартип, башқа президент намзатлириғичә болған бир қатар юқири дәриҗилик сиясийонларниң әйиблишигә учриған иди.
Обама сәйшәнбә күнидики нутқида америкиниң мустәқиллиқ хитабнамисигә имза қойғучиларниңму көчмәнләр икәнликини тилға алди вә мундақ деди: “америка қошма штатлири аилә ‛инҗил‚ лири, ‛тораһ‚ яки ‛қуран‚ лирини көтүрүп кәлгән көчмәнләр долқунини топ - топ қобул қилипла қалған дөләт әмәс, бәлки көчмәнлик бизниң һекайимизниң башлиниши, икки әсирдин көпрәк вақит өткән болсиму, бу нуқта дөләт характеримизниң әң негизидә туруп кәлмәктә.”