Пакистан билән хитай “иқтисад каридори” қурулушини қайта җанландурмақчи болған
2024.06.03
Қәшқәрдин пакистанниң гвадар портиғичә созулған “хитай-пакистан иқтисад каридори” қурулуши йеңи түрләр бойичә қайта тәрәққий қилдурулидикән.
Сингапорда чиқидиған “деңиз боғузи гезити” ториниң 2-июн бәргән хәвиригә қариғанда, пакистан баш министири шәһбаз шәриф 6-айниң 4-күни хитайни зиярәт қилғанда, хитай билән “хитай-пакистан иқтисад каридори” қурулушини давамлаштуруш үчүн нәччә он милярд долларлиқ келишим имзалайдикән.
Бу зиярәттин илгири пакистанниң муавин баш министири исһақ дар хитайни зиярәт қилип, икки дөләт оттурисидики зор көләмлик мәбләғ селиш пиланини өз изиға салмақчи болған. Чүнки бу зор көләмлик қурулуш малийә мәсилиси вә пакистандики хитай пуқралириниң һуҗумға учраш вәқәлиридин кейин тохтап қалғаникән.
Бу қетим пакистан баш министири шәһбаз шәриф хитай баш министири ли чяң билән көрүшүп, “хитай-пакистан иқтисад каридори” қурулушини давамлаштуруш, хәвпсизлик вә дөләт мудапиәсини күчәйтиш, енергийә, пән-техника вә маарип саһәлиридә хитай билән давамлиқ һәмкарлишиш тоғрулуқ сөһбәтлишидикән.
“хитай-пакистан иқтисад каридори” енергийә вә қатнаш-тиранспортни асас қилған ул әслиһә қурулуши болуп, қәшқәрдин пакистанниң гвадар портиғичә созулған төмүр йол вә таш йол қурулушиға 46 милярд доллар мәбләғ селиш пиланланған. Хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң ядролуқ қисми һесабланған бу қурулуш тамамланса, хитай билән оттура шәрқ, африқа вә явропа дөләтлирини туташтуридиған сода йоли ечилип, хитайниң ташқи сода йолини қисқартишта пәвқуладдә муһим рол ойнайдикән. Һалбуки, бу қурулуш хитай иқтисадиниң чекиниши, пакистандики муқимсизлиқ вә хәвпсизлик мәсилиси түпәйлидин тохтап қалған.
Хитайниң қәшқәрни муһим сода вә саяһәт райони қилип ечиши, җүмлидин қәшқәрдә әркин сода райони қуруши қатарлиқлар “хитай-пакистан иқтисад каридори” ни қайта ечиш вә гүлләндүрүш билән мунасивәтлик дәп қарилип кәлмәктә.