11 Өсмүрниң җениға замин болған қатнаш қазаси қәстән чиқирилған икән

Мухбиримиз җүмә
2017.06.03

Хитай ахбаратлириниң хәвәр қилишичә, 11 өсмүрниң җениға замин болған қатнаш қазаси қәстән чиқирилған икән.

Шинхуа ахбаратиниң җүмә күндики хәвиригә қариғанда, аптобус шопури маашиниң кесилиши вә артуқ ишләш вақти қатарлиқларға наразилиқ билдүрүш үчүн аптобусқа қәстән от қойған.

Нәтиҗидә 5 нәпәр корейәлик өсмүрни өз ичигә алған 11 өсмүр отта көйүп өлгән. Бу өсмүрләрниң оқутқучиси вә шопурму җенидин айрилған.

Вәқә хитайниң шәндуң өлкисидә йүз бәргән.

Хәвәргә қариғанда, қазаға учриған өсмүрләрниң йеши 3 яштин 6 яшқичә болуп, улар әйни чағда вейхәй шәһиридики бир хәлқаралиқ йәслигә елип меңилған икән.

Һалбуки хитай ахбаратлирида һазирғичә әйни чағда аптобуста җәмий қанчә адәм барлиқи, буларниң қанчиси қазаға учрап, йәнә қанчисиниң сақ қалғанлиқи вә буларниң кимликигә даир учурларни ашкариланмиди.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай қатнаш һадисилири әң көп йүз беридиған дөләтләрниң бири болсиму, қатнаш қазасиға даир учурларни даим мәхпий тутидикән.

Һалбуки, 2013-йилдики бир санлиқ мәлуматқа қариғанда, хитайда шу йили 250 миңдәк адәм қатнаш қазасида җенидин айрилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.