Қазақистан уйғур аптоном райониниң асаслиқ сода шерикигә айланған
2024.04.23
“оттура асия вақти” (The Times of Central Asia) ториниң 2024-йили 4-айниң 23-күнидики хәвиридә дейилишичә, 2024-йили биринчи пәсилдә қазақистан уйғур аптоном райониниң асаслиқ сода шерикигә айланған. Йил бешидин башлап, уйғур аптоном райони дунядики 193 дөләт вә район билән сода қилған. Қазақистан вә қирғизистан билән болған импорт вә експорт миқдари айрим-айрим һалда%58.8 Вә %1.9 Ашқан..
Хитай баш таможна мәһкимиси (GCA) ниң доклатиға қариғанда, бултур қазақистан билән уйғур аптоном райони оттурисидики сода обороти %63 ешип, 20 милярд 300 милйон долларға йәткән.
Һазир қазақистан уйғур елиниң әң чоң вә асаслиқ сода шерикигә айланған.
2023-Йилиниң алдинқи йеримида хитай қазақистанниң асаслиқ сода шерикигә айлинип, русийәниң алдиға өткән. Хитай қазақистанни аптомобил, компютер вә пиластик материял қатарлиқ мәһсулатлар билән тәминләш билән бирликтә қазақистандин нефит, тәбиий газ, уран вә башқа рудиларни импорт қилмақта.
Җорҗи вашингтон университетиниң хәлқара мунасивәтләр пирофессори доктор шан робертс (Sean R. Roberts) Ниң қаришичә, қазақистан билән хитай оттурисидики бу йеқин мунасивәт бурунла башланған икән. Русийәниң украинаға таҗавуз қилиши вә барғансери күчийиватқан русийә тәһдити вә русийәгә йүргүзүлгән көплигән чәклимә вә ембарголар қазақистанни хитайға техиму йеқинлаштурмақтикән.