Қазақистан уйғур язғучисиниң драма әсири биринчи орунни игилиди

Мухбиримиз үмидвар
2017.11.26

Қазақистан уйғур язғучисиниң драма әсири түркий хәлқләрниң әң надир драма әсәрлирини таллаш мусабиқисидә биринчи орунни игилиди.

Қазақистандики “уйғур авази” гезитиниң хәвәр қилишичә, түркий хәлқләрниң ортақ мәдәнийити, тарихи вә миллий кимликини раваҗландурушни мәқсәт қилидиған хәлқаралиқ “түрксой” тәшкилати билән түркийә мәдәнийәт министирлиқи бирлишип уюштурған дуня түркий хәлқлириниң хәлқаралиқ драма әсәрлири мусабиқисидә қазақистанлиқ уйғур язғучи, қазақистан язғучилар иттипақи уйғур әдәбият кеңишиниң рәиси әхмәтҗан һаширийниң “чарбағ” намлиқ драма әсири биринчи орунни игилигән.

Әхмәтҗан һаширий қазақистанда тонулған уйғур язғучиси болуп, униң бир қисим романлири вә башқа әсәрлири уйғур тилида чиққандин кейин русчә, қазақчә, түркчә вә башқа тилларға тәрҗимә қилинип тарқитилған иди. Униң уйғур тарихиниң сәлтәнәт дәврлиригә беғишлиған “идиқут” вә “барчуқ арт текин” романлири нәшр қилинған, шуниңдәк йәнә униң “идиқут” романи драмилаштурулуп қазақистан җумһурийәтлик уйғур тиятири тәрипидин ойналған һәм мукапатқа сазавәр болған иди. Униң “идиқут” романи түркчигә тәрҗимә қилинип, түркийәдә нәшр қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.