Уйғур елидики қәдимий мәһәллиләрни чеқиш хизмити тезлитилидикән

Мухбиримиз ирадә
2020.05.07

“шинҗаң гезити” ниң хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ даириләр йеқинда “шинҗаң аптоном районидики кона аһалиләр районини өзгәртиш синақ хизмәт пилани” дәйдиған бир йеңи қурулуш пиланини елан қилған.

Пилан бойичә синақ райони қилип бекитилгән үрүмчи, ғулҗа, ақсу, куча вә хотән шәһәрлиридики аталмиш кона өй-мәһәллиләр чеқилидикән. Даириләр бу йеңи түр бойичә җәмий 1090 мәһәллидики алаһазәл 193 миң 400 аилиликни көчүридикән. юқириқи хәвәрдә 4-айниң 26-күнигә қәдәр 30 миңға йеқин аһалиниң көчүрүп болунғанлиқи дейилгән.

Мәлум болушичә, юқириқи йеңи пилан түридин башқа йәнә “шинҗаңдики кона мәһәллә ремонт қилиш вә қайта қуруш түри” му бар болуп, бу пилан бойичә бу йил ичидила пүтүн аптоном район миқясида җәмий 788 аһалиләр райони йәнә бузулуп, 116 миңдин артуқ аһалә өйлиридин көчүрүветилгән икән.

Хитай һөкүмити бундақ қурулушларни “олтурақ районларни йеңилаш, аһалиләрни йеңи өйләргә көчүрүп, қейинчилиқини һәл қилиш” дәп тәшвиқ қилиду. Бирақ чәтәлләрдә уйғур елиниң сиясий вә иҗтимаий вәзийитини тәтқиқ қилип келиватқан көзәткүчиләр болса буниң әслидә уйғурларниң қәдимий олтурақлишиш адәтлирини бузуш, топлишип яшишини чәкләш арқилиқ контрол қилишни асанлаштурушни мәқсәт қилғанлиқини баян қилишмақта. Мушу саһәдә тәтқиқат әп барған америка брин мавр университетиниң профессори лорен хансен йеқинда қилған бир сөзидә хитай һөкүмитиниң “кона өйләрни йеңилаш” намидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәллиләрни чеқиш һәрикәтлирини “земин билән кимлик арисидики мунасивәтни үзүш вә шундақла мутләқ контролни ишқа ашурушни мәқсәт қилған,” дәп пикир баян қилған.

“шинҗаң гезити” ниң юқириқи хәвиригә қариғанда, даириләр кейинки қәдәмдә уйғур елидики аталмиш “кона мәһәллиләрни йеңилаш” ни йәниму тезлитип, пүткүл районға омумлаштуридикән.

Чәтәлләрдики көзәткүчиләр йәрлик хәлқләрниң қәдимдин тартип олтурақлишип кәлгән земинлиридин топ-топ һалда көчүрүлүшиниң мәдәнийәт қирғинчилиқи катогорийәсигә киридиғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.