қәшқәрниң импорт-експорт қиммитиниң туюқсиз өрлиши диққәт қозғиди

хитай хәвәрләр тори 15-сентәбир тарқатқан хәвиридә, бу йилниң алдинқи йәттә ейида қәшқәрниң импорт-експорт омумий қиммитиниң 42 милярд 800 милйон йүән болуп, охшаш мәзгилдикидин %127.7 ашқанлиқи, сода омумий қиммити вә ешиш сүрити җәһәттә уйғур ели бойичә биринчи орунға өткәнликини хәвәр қилған.

хәвәрдә бу нәтиҗә, қәшқәрниң "бир бәлбағ бир йол қурулуши" дики асаслиқ түгүнгә айлинишиға бағланған болуп, қәшқәр универсал райониниң пакистан билән хәлқара қатнаш түгүнлиридә омумйүзлүк қоллинилидиған, һәр икки дөләтниң таможна тәкшүрүшигә учримайдиған "хәлқара ташйол қатниши келишими" (TIR) ни имзалиғанлиқи вә һәмдә оттура асия дөләтлири билән иқтисадий һәмкарлиқни күчәйткәнлики қәйт қилинған.

хәвәрдә дейилишичә, бу йил 1-айдин 6-айғичә, қәшқәр оттура асиядики бәш дөләткә 190 милйон йүән қиммитидики деһқанчилиқ мәһсулатлири експорт қилған болуп, охшаш мәзгилдикидин %60.9 ашқан. оттура асиядики бәш дөләт билән болған импорт-експорт омумий қиммити 38.43 милярд йүән болған.

хитай маллириниң пакистан вә оттура асия дөләтлиригә тосқунсиз тошулуши уйғур районидин чиқидиған мәҗбурий әмгәк маллириниңму чәклимигә учримастин експорт қилинишиға, америкаға кирәлмәйдиған малларниң пакистан вә оттура асия арқилиқ башқа дөләтләргә маңдурулушиға кәң йол ечип беридиғанлиқи тәхмин қилинмақта.