Қәшқәрниң уйғур дияридики ташқи сода көлими биринчи орунға өткән

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.04.23

Хитайниң қәшқәрни өзиниң оттура, ғәрбий вә җәнубий асияға сода-иқтисадий җәһәттин кеңийишидики асасий мәркәзгә айландурушни күчәйтиши нәтиҗисидә қәшқәрниң ташқи содидики орни уйғур ели һәтта хитайниң ғәрбий қисмидики шәһәрлири арисида алдинқи орунни игилимәктә.

Тәңритағ ториниң 2024-йили 4-айниң 24-күнидики хәвиригә асасланғанда, 2024-йилиниң биринчи пәсилдә, қәшқәр райониниң ташқи сода импорт-експорт омумий қиммити 25 милярд 250 милйон йүәнгә йетип, охшаш мәзгилдикидин %83.4 Ашқан. Уйғур дияридики барлиқ вилайәт вә шәһәрләр ичидә биринчи орунға өткән .

Қәшқәр таможнисиниң истатистикисиға қариғанда, қирғизистан, қазақистан вә таҗикистан қәшқәрниң алдинқи үч сода шерики болуп, бу үч дөләт билән болған импорт-експорт омумий қиммити қәшқәрниң импорт-експорт омумий қиммитиниң %46.3 Ни игиләйдикән. “бир бәлбағ бир йол” системисидики дөләтләр билән болған сода алақисидә қәшқәрниң импорт-експорт қиммити йәнә %69.2 Ашқан.

“шинҗаң гезити” ниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити өткән йили қәшқәрни уйғур дияридики үч “әркин сода райони” ниң бири, дәп елан қилған. Униңдин бурун, болупму 2017-йилидин башлап қәшқәргә нурғун ишләпчиқириш карханилирини йөткәп чиққан. Көзәткүчиләрниң қаришичә, нәтиҗидә қәшқәр хитайниң дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәк пирограммиси әң мәркәзләшкән районларниң биригә айландурулғаниди.

 Тәтқиқатчи адриян зензға охшаш көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һакимийити американиң  уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни бойичә хитай ширкәтлири вә мәһсулатлириға чәклимә қойғандин кейин, бу чәклимиләрдин қутулуши үчүн өз мәһсулатлири қәшқәр вә башқа җайлар арқилиқ експорт қилишни күчәйтмәктә. 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.