“қумулдин чуңчиңға ток йөткәш линийәси” дә иш башланди
2023.08.08
Хитай һөкүмити изчил иҗра қилип кәлгән “шинҗаңниң токини сиртқа йөткәш” қурулушиниң үчинчи ғол линийәси болған “қумул-чуңчиң ток линийәси” 8-авғуст күни қурулушни рәсмий башлиған. Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бу йеңи линийәниң иш башлаш мурасимиға уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт, хитай дөләтлик енергийә идариси вә чуңчиң шәһәрлик һөкүмәтниң асаслиқ каттибашлири толуқ қатнашқан.
Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур ток йөткәш линийәси қумул вилайитиниң барикөл наһийәсидин чуңчиң шәһиригә тутишидиған болуп, омумий узунлуқи 2290 километир келидикән. Мәзкур линийәниң ток йөткәш иқтидари сәккиз милйон киловат қилип лайиһәләнгән болуп, хитайниң “14-бәш йиллиқ пилан” дики муһим түрләрдин санилидикән. “хитайдики әң чоң пакиз енергийә базиси” дәп атиливатқан уйғур дияридики бу қурулуш пүтүп ишқа кириштүрүлгәндин кейин, хитайниң оттура вә шәрқий қисимлирини ток билән тәминләп, бу районларниң иқтисадий тәрәққиятидики муһим капаләт болуп қалидикән.
Мәсхирилик йери шуки, хитай иқтисади үчүн ашундақ зор ғол түврүк болуватқан бу қурулуш һәққидә сөз қилған ма шиңрүй “дөләтлик тәрәққият вә ислаһат идариси, дөләтлик енергийә идариси вә чуңчиң шәһәрлик һөкүмәтниң йиллардин буян шинҗаң иқтисадиниң тәрәққиятини қоллап кәлгәнликигә тәшәккүр ейтимән. Бу қурулуш шинҗаңниң иқтисадий тәрәққиятини алға сүридиған муһим бир қәдәм болуп қалғуси” дегән. Әмма ашундақ ғайәт зор миқдардики “пакиз енергийә” ни тәйярлап чуңчиң шәһиригә йоллап болғучә уйғур дияридики тәбиий байлиқниң қанчилик хорап, муһитниң қанчилик булғинидиғанлиқи һәққидә бир еғизму сөз қилмиған.
Уйғур дияри изчил хитай иқтисадиниң җан томурини тәшкил қилидиған болуп, хитайниң мәвҗутлуқи үчүн зөрүр болған “енергийә амбири” болуп кәлгәниди. Хитайниң мушундақ зор еһтияҗини қандуруп келиватқан уйғур дияри дәл мушу сәвәбтинму хитай һөкүмитиниң уйғурларни пүтүнләй йоқ қилишни көзләватқан қирғинчилиқ қилмишиниң сәһнисигә айлинип қалғаниди. Нөвәттә бу йүзлинишниң изчил түрдә башқа саһәләргә кеңийиватқанлиқи мәлум.