Хитай һөкүмити үрүмчини “қуруқлуқ порти” ға айландуруш қурулушини тезләткән
2023.02.08
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт ториға чиқирилған бир хәвәргә қариғанда, хитай һөкүмити уйғур районини “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң ғәрбкә ечилған дәрвазиси қилиш пилани бойичә, үрүмчиниң “бир қуруқлуқ порти, бәш мәркәз” қурулушини омумйүзлүк тезләткән.
Хитай һөкүмити үрүмчини “хәлқара қуруқлуқ порти” ға айландуруш қурулушини йетәкчи қилип, бу шәһәрдә қатнаш мәркизи, мал тошуш мәркизи, мәдәнийәт-маарип мәркизи, теббий мулазимәт мәркизи, районлуқ пул-муамилә мәркизи қурушни тезләткән; шу арқилиқ үрүмчини хитайниң ичи вә сиртиға кәң ечиветилгән иқтисад, мәдәнийәт, сода алмаштуруш мәркизи қилишни әмәлгә ашурмақчи болған.
Үрүмчини “хәлқара қуруқлуқ порти” ға айландуруш қурулуши 2015-йил башланған болуп, 2019-йилиға кәлгәндә 23 дөләткә мал тошуш түгүнигә айланған, 2022-йилиға кәлгәндә үрүмчидин оттура асия вә явропаға қатнайдиған пойиз 1165 кә, хәлқара ташйол арқилиқ мал тошуйдиған машина 19 миңға йәткән. Үрүмчидин башлинидиған “авиатсийә йипәк йоли” дин қатнайдиған айропилан һәптидә 9 қетимға йәткән.
Хәвәрдә йәнә “үрүмчиниң ‛бир қуруқлуқ порти, бәш мәркәз” қурулуши тамамланса, хитай карханилири вә хәлқаралиқ карханилар шинҗаңға топлиниду” дейилгән.
Хитай һөкүмити уйғур районини “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң әң муһим түгүнигә айландуруш пиланини аллиқачан түзгән болуп, үрүмчини “хәлқара қуруқлуқ порти” ға айландуруш даириләрниң әң муһим вә юқири “тәрәққият нишани” болған. Америка җорҗ вашингтон университетиниң профессори шан робертс әпәнди “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң хитайға иқтисадий мәнпәәтла әмәс, бәлки сиясий муқимлиқ елип келидиғанлиқини, чүнки хитайдин мәнпәәт көргән оттура асия дөләтлириниң уйғурларни қанат астиға алмайдиғанлиқини билдүргәниди.