Рабийә қадир ханим һиндонезийә хәлқиниң уйғурларни қоллишиға тәшәккүр ейтти

Мухбиримиз әзиз
2018.12.25

Уйғур җәмийити дуч келиватқан еғир бастурушлар ғәрб дунясидики һәрқайси һөкүмәтләрниң диққитидә болуватқанда һиндонезийәдики кәң мусулманлар җамаити вә һиндонезийә һөкүмити уйғурлар мәсилисини тәкитләп кәлгән һәмдә мушу сәвәбтин зор көләмлик намайиш тәшкиллигән иди.

24-Декабир күни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбәрлиридин рабийә қадир ханим “уйғур вақти” торида очуқ хәт елан қилип, һиндонезийә хәлқиниң уйғурларни қоллиғанлиқиға чоңқур тәшәккүр билдүридиғанлиқини ейтти. Шуниңдәк җакартадики хитай әлчиханисиниң бу һәқтики баянатиға инкас қайтурди.

Рабийә қадир ханим мәзкур очуқ хәттә һиндонезийәдики кәң мусулманлар җамаитиниң вә һиндонезийә өлималар кеңишиниң һиндонезийә һөкүмитини уйғурлар мәсилисидә һәққанийәтни яқлашқа дәвәт қилғанлиқини қизғин алқишлиди. У хетидә бу һәқтә тохтилип, “һиндонезийәдики мусулман қериндашларниң авази мусулманлар дунясиниң ойғақ икәнликини, мусулманларниң өз қериндашлири зулумға учриғанда қарап турмайдиғанлиқини йәнә бир қетим көрсәтти. Шуңа шәрқий түркистандики әң зулмәтлик күнләрни көрүватқан хәлқ силәрниң қериндашларчә йәткүзгән һәмдәртликиңларни мәңгү унтумайду,” деди.

Мәлум болушичә, һиндонезийәдә уйғурларниң зулумға учриши һәққидики җамаәт пикири юқири пәллигә чиққанда җакартадики хитай әлчиханиси буниңға изаһат берип уларниң “питнә-пасатларға ишәнмәсликини үмид қилған.” шуниңдәк “кәспий техника мәктипи” дикиләрниң һүнәр-техника өгиниватқан оқуғучилар икәнликини ейтқан. Рабийә қадир ханим бу қетимқи хәттә бу һәқтә тохтилип, “әгәр ашу лагерлар растинила мәктәп болса немә үчүн у йәрдики оқуғучилар өйлиригә қайталмайду? немишқа бу мәктәпләр тикәнлик сим тосуқ билән қоршилиду? немә үчүн оқуғучиларниң бешиға қара халта кийдүрүлиду?” дегәндәк бир қатар соалларни қойиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.