Б д т баш катипи вә бир қисим дөләтләрниң рәһбәрлири рамизанлиқ тиләклирини билдүрди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.03.11

Хитай һөкүмити уйғур дияридики мусулманларға селиватқан диний вә миллий зиянкәшликини давамлаштуруватқан бир мәзгилдә, 2024-йиллиқ рамизан ейи кирип кәлди. Хитайдин башқа дөләтләр мусулманларниң бу қутлуқ рамизан ейиға һөрмәт билдүрди, тиләкләр тилиди. 

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи антонийо гутеррес (Antonio Guterres) 11-март күни X  дә дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманларға рамизанлиқ тәбрик сөзи йоллап, “рамизан ейи тинчлиқ, чидамчанлиқ вә хәйр-сахавәт ейидур; ибадәт қилидиған, өзи билән һесаблишидиған айдур;  кишиләр ара өмлүк, муһәббәт вә өз ара ярдәмлишишни күчәйтидиған айдур” деди.

Америка пирезиденти җов байдин 10-март күни кәчтә X дә йоллиған рамизанлиқ баянатида, муқәддәс рамизан ейиниң өзидин һесаб елиш вә өзини йеңилаш ейи икәнликини, бу мунасивәт билән америка вә пүтүн дунядики мусулманларға бәхт тиләйдиғанлиқини билдүрди.

Униңдин башқа, әнглийә баш вәзири риши сунак (Rishi Sunak) 10-март күниX  дә йоллиған рамизанлиқ тәбрик сөзидә, мусулманларниң бихәтәрлики вә мәсчитләрниң нормал хизмәт қилиши үчүн һөкүмәттин һәр йили 29 милйон фонд ярдәм қилидиғанлиқини билдүрди.

“түркийә” гезитигә чиққан хәвәргә көрә, түркийә пирезиденти рәҗәп таййип әрдоғанму 11-март күни рамизанлиқ тиләклирини билдүрүп, “иншааллаһ, рамизан ейи түркийә вә башқа дөләтләрдики мусулманларға рәһим-шәпқәт, инақлиқ вә ниҗатлиқ  елип кәлгәй” дегән. Түркийә диянәт ишлири министири әли әрбаш рамизанлиқ тиләклиридә, пүтүн дунядики мусулманларни ғәззәдики вә шәрқий түркистандики мусулманларниң азабини ахирлаштурушқа чақирған.

Хитай мәтбуатлирида рамизан ейи һәққидә һечқандақ учур берилмигән болуп, һәтта хитай мәмликәтлик ислам җәмийитиму бу һәқтә һечнәрсә елан қилмиған. Хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң вә униңдин бурунқиларму мусулманларниң бу муқәддәс күнлири һәққидә әзәлдин һечнемә демигән, бәлки йеқинқи йиллардин буян ши җинпиңниң “динларни хитайчилаштуруш” сияситиниң уйғур дияридики мусулманларни техиму қийин вәзийәттә қойғанлиқи мәлум. Хитайниң бу қетимқи “икки йиғини” да ма шиңрүйниң мухбирларға “шинҗаңда ислам динини хитайчилаштуруш муқәррәр бир йүзлиниш” дегәнлики уйғур вә башқа мусулманларниң рамизан ейида роза тутуш уяқта турсун, һәтта өз етиқадини сақлап қелишиниңму нәқәдәр қийин болидиғанлиқидин бешарәт бәргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.