Украина пирезиденти зелниски: “хитай һазир виладимир путинниң қолидики оюнчуққа айлинип қалди”
2024.06.03
Украина пирезиденти виладимир зелниски русийәни қоллаватқан һәмдә шивейтсарийәдики тинчлиқ йиғиниға қатнашмақчи болған дөләтләргә тосқунлуқ қиливатқан хитайни әйиблигән.
Әнглийәдики “муһапизәтчи” ториниң 2-июн бәргән хәвиригә қариғанда, бу айниң ахирида шивейтсарийәдә көплигән дөләт рәһбәрлири тинчлиқ сөһбити йиғиниға қатнишидиған болуп, йиғинниң асаслиқ мәқсити уруш вәйранчилиқиға учриған украинаға тинчлиқ елип келиш икән. Һалбуки, хитай билән русийә бу йиғинниң көлими вә тәсирини кичиклитиш, үнүмини йоқ қилишқа урунмақта икән. Украина пирезиденти зелниски бу йәрдә һалқилиқ рол ойнаватқан хитайни әйиблигән.
Нөвәттә, сингапорда асиядики әң чоң хәвпсизлик йиғини-шаңрила диялоги өткүзүлүватқан болуп, украина бу йиғинда көплигән асия дөләтлириниң украинани қоллаш йүзисидин шивейтсарийәдики тинчлиқ йиғиниға қатнишишини үмид қилидикән.
Виладимир зелниски мундақ дегән: “виладимир путинниң һуҗумини тохтитишниң бирдинбир чариси уни ялғуз қалдуруш, һәр қайси дөләтләр украина билән русийә оттурисида тәңпуңлуқ сақлаймиз демәй, хәлқара адаләт вә қанунни қоғдиши керәк”.
Зелниски бир қисим дөләт рәһбәрлириниң шивейтсарийәдә өткүзүлидиған тинчлиқ йиғиниға қатнишишқа алдиримиғанлиқини тилға елип: “русийә һәр қайси дөләтләрни бу йиғинға қатнашмаслиққа үндәп, әгәр қатнашса, деһқанчилиқ мәһсулатлири вә йемәк-ичмәк тәминләштә чәклимә қойидиғанлиқи билән тәһдит салмақта. Йәни русийә хитайниң мәзкур дөләтләрдики тәсиридин һәмдә хитайниң дипломатийә әмәлдарлиридин пайдилинип, барлиқ амаллар билән бу тинчлиқ йиғиниға бузғунчилиқ қилмақта. Чатақ йери шуки, хитайдәк чоң, мустәқил вә күчлүк дөләт һазир путинниң қолидики оюнчуққа айлинип қалди” дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, украина пирезиденти зелниски өткән йил хитай рәиси ши җинпиң билән телефонлишип, украина билән хитай әмәлдарлириниң көрүшүшини қолға кәлтүрмәкчи болған болсиму, мақуллуқ җаваби алалмиған. Бу қетим сингапордики хәвпсизлик йиғинидиму хитай әмәлдарлири украина вәкиллири билән көрүшмигән. Зелиниски бу һәқтә тохтилип: “әгәр хитай русийәни давамлиқ қоллавәрсә, бу уруш узунға созулуп кетиду, бу пүткүл дуняға зиянлиқ” дегән. У йәнә хитайға қаритип туруп: “сән бир яқтин украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдаймән дәп қоюп, бир яқтин б д т асаси қануниға хилаплиқ қиливатқан, украинаниң игилик һоқуқи земин пүтүнлүкини тартивалмақчи болған дөләт тәрәптә туралмайсән” дегән.