Натоға әза дөләтләр русийә-хитай иттипақиға қарши турушта бирликкә кәлгән
2022.06.30
28-Июн күни башланған шималий атлантик окян әһди тәшкилати (NATO) ға әза дөләтләрниң башлиқлар йиғинида русийә билән хитайниң хәлқара тәһдитигә қарши бирлик сәп һасил болған.
“ню-йорк вақти гезити” ниң хәвәр беришичә, натоға әза дөләтләр башлиқлири бу йиғинда таҗавузчи русийәни асаслиқ рәқиб, униңға ярдәм бериватқан хитайни истратегийәлик “хирис” дәп атиған һәмдә бу рәзил иттипаққа қандақ тақабил туруш мәсилисини музакириләшкән.
Хәвәрдә көрситилишичә, нато әслидә соғуқ мунасивәтләр уруши мәзгилидә ғәрб дөләтлириниң сабиқ совет иттипақиға қарши шәкилләндүргән һәрбий иттипақи болсиму, совет иттипақи йимирилгәндин кейин русийәни рәқиб әмәс, бәлки йошурун дост қатарида көргән; хитайни болса етибарға алмиған. Әмма бүгүнки русийә сабиқ совет иттипақиниң йолидин меңип, хитайни өзигә һәмраһ қилип, хәлқараға тәһдит пәйда қилғанлиқи үчүн, нато бу икки дөләт иттипақини чоң тәһдит дәп һесаблиған. Йәни натоға әза дөләтләр бу қетим хитайниму нишанға алған болуп, хитайниң “истратегийәлик хирис” дәп ашкарә атилиши йеңи бир бурулуш нуқтиси һесаблинидикән.
Бу йиғинда натониң баш катипи җенс столтенберг (Jens Stoltenberg) натониң йеңи вәзиписи елан қилғанда: “хитай билән русийәниң барғансери күчийиватқан истратегийәлик һәмкарлиқи вә уларниң хәлқара тәртипни бузуш ғәризи бизниң қиммәт қарашлиримиз вә мәнпәәтлиримизгә тамамән зиттур” дегән. У натониң шәрқий қанитидики 8 дөләткә нәччә миңлиған йеңи қошун орунлаштуридиғанлиқини җакарлиған. Америка президенти җов байден полшаға қуруқлуқ армийә баш шитаби вә далада җәң қилиш баталийони қуридиғанлиқини билдүргән. Хитай буларниң һечқайсисиға техи инкас қайтурмиған.