Хитай уйғур елидә “хитай вә миллий тебабити мутәхәссислири” санлиқ амбири қуруп чиққан

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.06

2017-Йилдин башлап нәччә миң йиллиқ мустәқил уйғур тебабәтчиликини хитай тебабәтчиликиниң тармиқи, дәп елан қилип, уйғур тебабити мутәхәссислирини “радикаллиқ”, “бөлгүнчилик” билән әйибләп бастурған, шундақла уйғур тебабәтчиликини хитай дора ширкәтлириниң контроллуқиға өткүзүвалған хитай һөкүмити, аридин 7 йил өткәндин кейин уйғур елидә “хитай вә миллий тебабити мутәхәссислири” санлиқ амбири қурған. “шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, нөвәттә уйғур аптоном районлуқ дора башқуруш идариси тәрипидин қурулған бу санлиқ амбарға, уйғур елиниң ичи вә сиртидин 138 нәпәр хитай вә миллий тебабәтчилик мутәхәссиси киргүзүлгәникән.

Хәвәрдә, уйғур елиниң ичи вә сиртидики тәтқиқат орунлири, университетлар, давалаш аппаратлири, кархана вә мунасивәтлик тармақлардин кәлгән бу 138 мутәхәссисниң доригәрлик, ботаника, ишләпчиқириш сүпитини башқуруш өлчими, сиясәт мәслиһәтчиси, тизимлашни башқуруш қатарлиқ көп хил саһәләргә четилидиғанлиқи қәйт қилинған болсиму, әмма улардин уйғурларниң қанчә пирсәнтни тәшкил қилидиғанлиқи тилға елинмиған. Хитай һөкүмитиниң 2017-йили башланған чоң тутқунида, уйғур тебабәтчилик саһәси “икки йүзлимичилик”, “радикаллиқ” вә “бөлгүнчилик” билән әйиблинип бастурулған саһәләрниң бири болған. Әйни вақитта уйғур миллий тебабәтчилик саһәсидики нопузлуқ тәтқиқатчилардин “шинҗаң медитсина университети” ниң мудири, доктор халмурат ғопур тутқун қилинип, һазирға қәдәр из дерики болмиған.

Охшаш бир вақитта йәнә даңлиқ уйғур тебабәтчилик мәркәзлиридин хотән уйғур тебабәтчилик али техникоминиң нурғун уйғур мутәхәссислириму тутқун қилинғаниди. “шинҗаң гезити” ниң қәйт қилишичә, санлиқ амбарға киргүзүлгән мутәхәссисләр “аптоном районниң дора қелиплаштуруш қурулуши, қәдимки килассик ретсеплар вә хитай тебабити материяллирини қелиплаштурушта техникилиқ йетәкчилик пикир беридикән”, шуниңдәк йәнә “хизмәт тәртипи вә техникилиқ йетәкчилик һөҗҗәтлирини түзүш, елан қилиштиму техникилиқ мәслиһәт беридикән.”

Һалбуки, хитай даирилириниң 2027-йилидики тутқунда нурғун қәдимки уйғур тебабити ретсеплириниң тартивелинип, хитай тәтқиқат орунлири вә ширкәтлириниң пайдилинишиға өткүзүп берилгәнлики қәйт қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.