Японийәниң дөләт мудапийә вәзири сенкако арили мәсилисидә кәскин позитсийә билдүргән
2021.09.16
Японийә дөләт мудапийә вәзири нобуо киши хитай талишиватқан сенкаку арили мәсилисдә кәскин ипадә билдүрүп: “секаку арили шәк-шүбһисизки японийәниң земини, японийә уни қәтий қоғдайду,” дегән. У йәиму илгирилигән һалда: “японийә сенкако арилиға хитайдин келидиған һәрқандақ тәһдиткә лайиқида, һәтта зөрүр тепилса ашуруп җаваб қайтуриду,” дәп агаһландурған.
Японийә дөләт мудапийә вәзири бу сөзләрни CNN телевизийәсиниң мәхсус зияритини қобул қилғанда дегән.
Нобуо киши йәнә мунуларни тәкитлигән: “биз хитайниң сенкаку арили вә шәрқий деңизниң башқа җайлириға қаратқан һәрикәтлиригә қарши шуни испатлишимиз керәкки, японийә һөкүмити японийә деңиз қирғиқини хитайниңкидинму көп муһапизәт парахоти билән қәтий қоғдайду. японийә билән башқа дөләтләр оттурисида сенкаку арилиға мунасивәтлик һечқандақ земин талаш-тартиши йоқ.”
Японийә дөләт мудапийә вәзири нобуо киши тәйвән мәсилиси һәққидиму тохтилип: “тәйвәндә йүз бериватқан ишлар японийә билән бивастә мунасивәтлик. японийә ишлитидиған енергийәниң 90 пирсәнти тәйвән әтрапидики районлардин импорт қилиниду. Бу әслидә токйо азайтишқа тегишлик бир йочуқ. Тәйвәндә йүз бәргүси ишлар японийәгиму тәсир көрситиду, шуңа японийә у йәрдики әһвалларға зөрүр инкас қайтуруши керәк,” дегән.
CNN Телевизийәсиниң баян қилишичә, японийә нөвәттә дөләт мудапийә қисимлирини кеңәйтип, F-35 күрәшчи айропиланини көпәйткән, уруш парахотлирини авияматкиға өзгәрткән, йеңи қоғлиғучи парахот, су асти парахоти вә башқурулидиған бомба орунлаштурулидиған парахотларни ясаватқан икән. японийә йәнә тәйвән мәсилисидики позитсийәсини күчәйтиш үчүнму ғәрбий җәнуб районлириға әскәр вә һәрбий әслиһә йөткәшни күчәйтмәктикән.
Нобуо киши японийәниң бу тәдбирлирини “бу бизниң японийә земининиң ғәрбий җәнуб районини қоғдаштики күчлүк ирадимизни намаян қилиш үчүндур,” дегән.
Йеқиндин буян японийәниң хитайниң игилик һоқуқи мәсилисидики зомигәрликигә қарши позитийәсини чиңиـтқан болуп, икки тәрәпниң бу мәсилидә йошурун тиркишиватқанлиқи мәлум. японийә дөләт мудапийә вәзириниң бу сөзлириниң хитайни қаттиқ биарам қилидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.