Уйғур шаирлириниң шеирлири америкидики даңлиқ әдәбий журналдин орун алмақта
2017.01.21
Йеқиндин буян уйғур әдәбиятидики авангартлар еқимиға мәнсуп шаирлардин таһир һамут, пәрһат турсун қатарлиқларниң шеирлири ингилизчиға тәрҗимә қилинип, америка вә ингилиз тили дунясидики шеирийәт һәвәскарлириниң яхши баһасиға еришмәктә.
Игилинишичә, 17-январ күни америкидики даңлиқ әдәбий журнал-“асумпитут” ниң 2017-йиллиқ 1-сани нәшир қилинған. Уйғур шаирлиридин таһир һамутниң “йол”, “чәк-чегра” вә “арилиқ” намлиқ үч парчә шеири мәзкур журналниң шеирийәт сәһиписидин орун алған.
Таһир һамутниң йоқириқи үч парчә шеири харвард университетиниң доктор аспиранти җошува фириман тәрипидин уйғурчидин биваситә ингилиз тилиға тәрҗимә қилинған. Ундин башқа, таһир һамутниң нәччә он парчә шеирлири йеқинқи йилларда ингилиз тилиға тәрҗимә қилинип тонуштурулған.
Өткән йили авғустниң ахири индиана университетидә “таһир һамут шеирийәт кечилики” өткүзүлгән болуп, у тәклипкә бинаән бу кечиликтә өз шеирлирини декламатсийә қилған.
Уйғур шаирлиридин әхмәтҗан османниң шеирлириму йеқинқи йиллардин буян ингилиз вә япон тиллириға тәрҗимә қилинип арқа-арқидин йоруқ көрүшкә башлиған.
Уйғур әдәбияти тәтқиқатчилири, бу әһвал уйғур шеирийитиниң дуняға йүзлиниватқанлиқиниң бир ипадиси, дәп қаримақтикән.