“уйғур яшлири тәшәббуси һәрикити” германийәдики “шеин” дукини алдида наразилиқ билдүрди
2024.10.28
Германийә “уйғур яшлири тәшәббуси һәрикити” ниң паалийәтчилири йеқинда хитайниң даңлиқ мода кийим маркиси “шеин” (Shein) ниң франкфурт шәһиридики дукинида уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши наразилиқ намайиши өткүзгән. Улар дуканға кирип юқири авазда “шеин” ниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнликини тәкитлигән һәмдә херидарларни “шеин” ниң мәһсулатлирини сетивалмаслиққа чақирған. Иҗтимаий таратқулардики учурларда “шеин” ниң франкфурт шәһиридики бир сода сарийида ечилған бу дукининиң техи йеқиндила сода башлиғанлиқи қәйт қилинмақта.
“уйғур яшлири тәшәббуси” ниң нәқ мәйдан син көрүнүшлиридин мәлум болушичә, бир қанчә намайишчи яш дукандики херидарларға “милйонлиған уйғур оғул-қизлири йиллардин бери йөткәп әмгәккә селинмақта… биз аилимиз билән йиллардин бери алақилишалмайватимиз” дәп чақириқ қилған, шундақла “шеин” ниң мәһсулатлириниң әрзан болушидики сәвәб униң уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдилиниш икәнликини билдүргән.
Нәқ мәйдан видийосидин бир намайишчиниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи расттур” дегән кичик лозунка көтүрүвалғанлиқи, намайишчиларни дукандики бихәтәрлик хадимлири дукандин мәҗбурий сиртқа чиқиривәткән болсиму, сиртта давамлиқ наразилиқ билдүргәнлики көрүлмәктә. Бу қетимлиқ паалийәт ғәрб әллиридә “шеин” ниң мәһсулатлирини чәкләш садалири күчийиватқан, “шеин” ниң лондон аксийә базирида пай чеки тарқитишини чәкләш тәләп қилинған, шуниңдәк америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим әзалири бу 2024-йили 5-айда америка аксийә обороти комитетиға мәктуп йоллап “шеин” ниң һәрқандақ мәһсулатида уйғур мәҗбурий әмгикиниң йоқлуқини испатлиши лазимлиқини оттуриға қойған пәйттә елип берилған.
Мәлум болушичә, “уйғур яшлири тәшәббуси һәрикити” ни германийәдики уйғур вә бир қисим түрк, герман қизлири 2022-йили қуруп чиққан болуп, улар изчил уйғур қирғинчилиқиға қарши түрлүк аммиви паалийәтләр билән шуғуллинип кәлмәктә.