Хәлқарадики даңлиқ илмий мәҗмуә - “һазирқи шәрқшунаслиқ” ниң бу йиллиқ сани қазақ вә уйғур тәтиқатиға беғишланған
2016.08.27
“һазирқи шәрқшунаслиқ” мәҗмуәси брил нәшрияти тәрипидин нәшир қилинидиған илмий топлам болуп, бу йил язда униң 96 - сани оқурмәнләр билән йүз көрүшкән.
Һәм китаб шәклидә һәм електронлуқ тор нусхисида нәшир қилинидиған “һазирқи шәрқшунаслиқ” мәҗмуәси оттура шәрқ вә ислам дунясиниң сиясий, иҗтимаий, тарихий, мәдәнийәт, тил, әдәбият вә башқа мәсилилири һәққидики илмий тәтқиқатларға беғишланған топламдур.
“һазирқи шәрқшунаслиқ” мәҗмуәсиниң бу йиллиқ сани, йәни омумий 96 - сани қазақистанға беғишланған болуп, қазақистанниң рус истеласидин буянқи тарих, мәдәнийәт вә җәмийәт әһвали һәққидики бир йүрүш мақалилар орун алған.
Топлам мундәриҗисидин мәлум болушичә, мәзкур мәҗмуәдә “қазақлар вә 19 - әсирниң биринчи йеримидики орта асия ханлиқлири”, “ташкәнт районидики қазақ аһалилири арисида русларниң маарип вә мәнивий җәһәттә йүргүзгән мустәмликә сиясити”, “чаррусийә импирийәсиниң қазақ даласида елип барған истатестикилиқ тәкшүрүшлири һәққидә тәтқиқат” қатарлиқ бир қисим муһим мақалилар орун алған. Мәзкур мәҗмуәгә йәнә абләт камалофниң “йәттәсу районида уйғур миллий тарихиниң туғулуши” намлиқ мақалисиму киргүзүлгән.
Мәлумки, брил нәшрияти уйғур вә орта асия тәтқиқати бойичә даңлиқ илмий китабларни нәшир қиливатқан болуп, йеқинқи йилларда “хитай билән орта асия арилиқидики уйғурларниң әһвали”, “19 - әсирниң ахиридин 20 - әсирниң биринчи йеримиғичә болған уйғур җәмийәт тарихи”, “қәләм күриши” қатарлиқ илмий әсәрләрни йоруқлуққа чиқарған.