Ши җинпиңниң олимпик мәйданлирини көздин кәчүрүши диққәт қозғиди
2022.01.05
Йеқинқи мәзгилләрдә изчил хәлқара ахбарат васитилиридики қизиқ нуқтилардин болуп кәлгән бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси уйғур дияридики қирғинчилиқ вә хоңкоңдики демократийә намайишлириниң бастурулуши билән баравәр тилға елинип кәлгәниди. Хитай рәиси ши җинпиңниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқиси башлинишқа бир ай қалғанда хебей өлкисидики олимпик мусабиқиси мәйданлирини көздин кәчүрүши һәрқайси саһәниң диққитини қозғиди.
“бломберг хәвәрлири”, “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезити қатарлиқларниң бу һәқтики хәвәрлиридә ейтилишичә, ши җинпиң һәрқайси орунлардики мусабиқә нуқтилирини көздин кәчүргәндә тәнһәрикәтчиләргә “қишлиқ олимпик мусабиқисидә йеңи нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүшиңларға тиләкдашмән” дегәндәк сөзләрни қилған. Әмма бу йил 68 яшқа киргән ши җинпиң вә униңға һәмраһ болғучиларниң һәммиси бирдәк өткәнки вақитларниң әксичә еғизлириға қошлап маска тақивалған болсиму хебей өлкисиниң хитайдики таҗсиман вируси ямраватқан мәркизий орунларниң бири икәнлики, вирусни контрол қилишниң мәғлуп болуватқанлиқи дегәнләр һәққидә бир еғизму сөз қилмиған.
Хәвәрләрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити изчил “вирус нисбитини нөлгә чүшүрүш” һәққидә вәзханлиқ қиливатқан болуп, 4-январдин башлап бейҗиң шәһиригә 600 километирчә келидиған җайдики йүҗу шәһири пүтүнләй қамалға елинған. Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бир милйондин көпрәк нопуси болған йүҗу шәһиридә үч нәпәр вирус гумандари байқалғанлиқтин бу тәдбир елинғаникән. Буниң билән йүҗу шәһири 13 милйонлуқ нопусқа игә шиән шәһири қамал қилинғандин кейинки иккинчи чоң шәһәр болуп қалған.
Хитайдики таҗсиман вирусидин башқа хәлқарадики һәр саһә паалийәтчилири уйғурларниң қирғин қилиниши, җаза лагерлириниң кеңийиши қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәққидә түрлүк паалийәтләрни уюштуруп келиватқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә бир қисим ғәрб дөләтлири бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилидиғанлиқини елан қилған болуп, бу, хитай билән болған мунасивәтниң йириклишип меңиватқанлиқиниң бир чоң ипадиси болуп қалғаниди. Мушундақ түрлүк реаллиқ алдида хитай һөкүмитиниң “бу қетимқи олимпик мусабиқиси бир қетимлиқ аддий, бихәтәр вә дәбдәбилик мусабиқә болғуси” дегән шоарни тәкрарлиши түрлүк гуманларни пәйда қилмақтикән.