Хитай һөкүмити “шинҗаң вә тибәт һекайисини сөзләш” тәшвиқатини йеңидин шәкилләндүрмәктә

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.09.13

Хитай һөкүмити ғәрб мәтбуатлириниң уйғур ели вә тибәтниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисидики тәнқидий пикир еқимиға қарши турушни мәқсәт қилған йеңи тәшвиқат паалийәтлирини қанат яйдурмақта.

12-Сентәбир, “америка авази” торида елан қилинған бир мақалидә дейилишичә, хитай бирликсәп орунлири, хитай тәйвән ишханиси йеқинқи бир нәччә һәптә ичидә чәт әллик билогерларни уйғур елигә зиярәткә беришқа тохтимай дәвәт қилған.

5-Сентәбир тәйвәндә чиққан бир хәвәрдә, хитайниң тәйвәнлик даңлиқ шәхсләрни шинҗаңни зиярәт қилишқа тәклип қилғанлиқи вә бу район һәққидә “гүзәл һекайиләр” ни сөзләшкә риғбәтләндүргәнлики мәлум болғаниди. Тәйвән һөкүмити өз пуқралирини уйғур елигә зиярәткә бериштин агаһландурған болсиму, хитайниң тәйвән ишханиси тәйвәнликләрни уйғур елиниң “гүзәл мәнзириси, есил тамақлири вә йәрлик өрп-адәтлири” дин һузурлинишқа давамлиқ җәлп қилған.

Хитай һөкүмити тәйвәнликләрдин башқа йәнә, чәт әллик мухбирлар вә билогерларни уйғур елигә тәклип қилип апирип, уларниң уйғур елидә көргән-билгәнлирини, тәсиратлирини “йәр шари вақит гезити” гә чиқарған. Бу гезиттә уларниң уйғур елидики завут-карханилар, диний паалийәт сорунлири вә туралғу җайларға барғанлиқи, қандақтур “шинҗаңниң иқтисадий җәһәттин гүллинип кәткәнлики, йәрлик хәлқниң диний әркинликтин бәһримән болғанлиқи, һәр милләтниң инақ яшаватқанлиқи” ни көргәнлики тәшвиқ қилинған.

“америка авази” дә елан қилинған мақалидә көрситилишичә, хитай даирилири уйғур елигә зиярәткә барған тор чолпанлириниң пүткүл паалийәтлирини орунлаштурған һәм контрол қилған; шу арқилиқ уларниң баянлириниң хитай тәшвиқатиға уйғун болушиға, болупму чәт әл таратқулириниң бу районда йүз бериватқан қәбиһ җинайәтләр һәққидики хәвәрлиригә зит чиқишиға капаләтлик қилған.

2017-Йилдин башлап, америка, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, явропа парламенти вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайни милйонларчә уйғурни тутқун қилғанлиқи, нәччә йүз миңлиған уйғур аяллирини бала чүшүрүш яки туғмаслиққа мәҗбурлиғанлиқи, уйғур вә башқа милләтләрни қул әмгикигә салғанлиқи билән әйибләп келиватқан болуп, америка бу җәһәттә әң актип чарә қоллинип, 2021-йили “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни мақуллап, 2022-йил 6-айдин башлап иҗра қилғаниди. Шуниңдин буян хитайниң бу қанунға һуҗум қилип келиватқанлиқи, явропа вә башқа дөләтләрдиму хитайни чәкләйдиған қанунларниң түзүлүшиниң алдини елишқа урунуп кәлгәнлики, буниң үчүн тәшвиқатниң ролиға алаһидә күчәватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.