Шветсарийә ташқи ишлар министири хитай тәрәп билән учрашқанда уйғурлар мәсилисини оттуриға қойған

Мухбиримиз ирадә
2019.10.23

Шветсарийә ташқи ишлар министири игназийо касисс хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән учрашқанда уйғурларниң мәсилисини оттуриға қойған.

“шветсарийә учурлири” намлиқ гезитниң хәвәр қилишичә, нөвәттә шветсарийәдә рәсмий зиярәттә болуватқан болуватқан хитай ташқи ишлар министири ваң йи 22-өктәбир сәйшәнбә күни шветсарийә ташқи ишлар министири игназийо касисс билән учрашқан.

Шветсарийә һөкүмәт тәрәптин берилгән баянаттин қариғанда, шветсарийә ташқи ишлар министири сөһбәт җәрянида хитай тәрәпкә шветсарийә һөкүмитиниң уйғур вә тибәт қатарлиқ милләтләрниң вәзийити һәм шундақла хоңкоңниң нөвәттики вәзийити һәққидики әндишилирини оттуриға қойған.

Игназийо касс баянатта, кишилик һоқуқ мәсилиси икки тәрәп сөһбитидики муһим толуқлиғучи амил болди, дегән. Әмма сөһбәтләрдә хитай тәрәпниң буниңға қандақ инкас қайтурғанлиқи ениқ әмәс.

Мәлум болушичә, хитай, шветсарийәниң 3-чоң тиҗарәт шерики болуп, икки тәрәпниң 2018-йилидики тиҗарәт һәҗми 44 милярд долларни ашқан. Икки дөләт ташқи ишлар министирлири сәйшәнбә күнидики учришишида хитайниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” ға аит қурулуш түрлири һәққидиму сөһбәтләшкән.

Шветсарийә тәрәпниң кишилик һоқуқ мәсилисини тиҗарий мәнпәәтләргә қаримай оттуриға қоюши кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң алқишиға еришти. Кишилик һоқуқ органлири һәрқайси дөләт һөкүмәтлирини хитай билән болған һәрқандақ бир рәсмий учришишта кишилик һоқуқ мәсилисини болупму нөвәттә уйғур елидә йүз бериватқан еғир кишилик һоқуқ кризисини оттуриға қоюшни тәләп қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.