Америка, хитайда қолға елинған шиветсийәлик паалийәтчиләрниң мәсилисигә диққәт қиливатқанлиқини билдүрди
2016.01.22
Америка дөләт ишлар министирлиқи хитайда қолға елинған шиветсийәлик паалийәтчи петир даһлин билән шиветсийә тәвәликидики хоңкоңлуқ китабпуруш гуй миңхәйниң мәсилисигә диққәт қиливатқанлиқини билдүрди.
Хитай һөкүмити бу иккийләнни хитай мәркизи телевизийә қанилиниң программисиға чиқирип, “җинайити” ни “иқрар” қилдурған.
Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси марк тонер пәйшәнбә күнлүк ахбарат йиғинида тәкитләп, “хитайда йеқиндин буян явропа пуқралирини өз ичигә алған техиму көп киши һөкүмәт ахбарат васитилиридә җинайитини иқрар қилишқа мәҗбурлиниватиду. Америка бу ишқа диққәт қилиду” деди.
Марк тонерниң қәйт қилишичә, бу кишиләр көп һалларда сорақ қилиништин бурун яки тәптиш даирилири әйибләштин аввал өзиниң җинайитини иқрар қилишқа мәҗбурланған. Бәзиләр һечқандақ қанун яки консул ярдимигә еришәлмигән яки хитайға қанунсиз елип кетилгән.
Марк тонер йәнә, хитай һөкүмити қанун билән башқурушни тәкитлисиму, әмма у буниңға мухалип һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди.
Петир даһлин бурун бир инсанпәрвәрлик ярдәм оргинида ишлигән болуп, у 3-январ бейҗиң айродромида қолға елинған. У 19-январ хитай мәркизи телевизийә қанилида өзиниң “хитай қануниға хилаплиқ қилғанлиқи” ни иқрар қилған. Әмма хитайниң бу һәрикити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған иди.