Шиветсийә хитайниң 2 нәпәр шиветсийә пуқрасини тутқун қилғанлиқини қаттиқ тәнқид қилди
2016.01.22
Шиветсийә ташқи ишлар министири маргот волстром җүмә күни хитайниң шиветсийә пуқраси петир даһлин билән гуй хәймиңни тутқун қилғанлиқи “қобул қилинмайду” деди.
Волстром шиветсийә ахбаратиға бәргән баянатида, “биз дипломатик қаналлар арқилиқ буниң қобул қилинмайдиғанлиқини ейттуқ. Биз уларға даир учур билән тәминләшни вә улар билән көрүшүшни тәләп қилимиз” дегән.
Хитай һөкүмити буниңдин икки һәптә аввал шиветсийәлик паалийәтчи петир даһлинни тутқун қилип, 19-январ уни телевизорға чиқарған. Даһлин хитайниң мәркизи телевизийә қанилида өзиниң “хитай қануниға хилаплиқ қилғанлиқи” ни иқрар қилған.
Йәнә бир тутқун шиветсийә тәвәликидики хоңкоңлуқ китабпуруш гуй миңхәй болуп, уму телевизорда өзиниң “җинайити” ни иқрар қилип, шиветсийә һөкүмитидин өзиниң делосиға арилашмаслиқни тәләп қилған иди.
Маргот волстром шиветсийә ахбарат васитилиригә қилған сөзидә йәнә, “уларни телевизорға чиқирип, иқрар қилдуруштәк бундақ хаһиш пүтүнләй қобул қилинмайду” дегән.
Хитайниң бу һәрикитигә пәйшәнбә күни америка инкас қайтурған. Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси марк тонер, у икки шиветсийәлик мәсилисигә диққәт қиливатқанлиқини билдүргән.
Хәлқара чеграсиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни баянат елан қилип, явропа иттипақини хитайниң шинхуа агентлиқи вә мәркизи телевизийә қанилиға ембарго қоюшқа чақирған иди.