Зеленискй, хитай тәйвәнгә һуҗум қилиштин бурун дуняни тәйвәнгә ярдәм беришкә чақирған

Мухбиримиз әркин
2022.06.13

Украина президенти зеленискй 11-июн шәнбә күни сингапорда өткүзүлгән шаң-рила асия бихәтәрлик диалоги йиғинида тор арқилиқ нутуқ сөзлигәндә, дуняниң хитай тәйвәнгә һуҗум қилиштин бурун униңға ярдәм бериши керәкликини билдүргән. Униң ейтишичә, хитай тәйвәнгә һуҗум қилиштин бурун дуня “алдини елиш характерлик тәдбирләрни қоллиниши керәк” икән. Зелениский йиғинда сөзлигән нутқидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә “вашингтон почтиси” гезитиниң обзорчиси җош рогенниң “хитайниң қораллиқ һуҗум қилиш хәвпидики тәйвәнгә қандақ тәвсийәлириңиз бар?”, дегән соалиға бу җавабни бәргән.

Җош роген 11-июн “вашингтон почтиси” да елан қилған обзорида, зеленискийниң өз сөзиниң хитайни биарам қилишиға қаримай, таҗавузчилар қәйәрдә пәйда болса, уларға қарши туруш керәкликини, тәйвән кризисиниң партлишини сақлап турмаслиқни, асиядики дөләтләрниң явропа русийә президенти владимир путинниң украинаға һуҗум қилишта садир қилған хаталиқини садир қилмаслиқини тәкитлигәнликини билдүргән. Зеленский, украинаниң дуня үчүн бир савақ икәнлики, урушниң алдини елиш үчүн тәйярлиқ қилиш керәкликини билдүргән.

У йәнә хитай рәһбири ши җинпиңниң исмини тилға алмай туруп, урушниң, һазирқи хирисға қанаәт қилмайдиған сиясий рәһбәрләрдин башқа һечкимгә пайдиси йоқлуқини, бу кишиләрниң “иштиһаси вә хириси” ниң давамлиқ йоғинаватқанлиқини билдүрүп: “дуня һазирчә бу рәһбәрләрниң иштиһалирини йоғинитишиға йол қоймақта. Шуңа, ярдәмгә еһтияҗлиқ болған дөләтләрни қоллайдиған дипломатийәлик чариләргә еһтияҗимиз бар” дегән.

Бирақ зеленискийниң ейтишичә, “хәлқара җәмийәт вәзийәт җиддийлишип зораванлиққа айлиништин бурун кичик дөләтләрниң таҗавузға тақабил туралишиға капаләтлик қилиши, уларни малийә, земин вә қорал-ярақ җәһәттә күчлүк дөләтләрниң райиға ташлап қоймаслиқи керәк” икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.